җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗанға йүрүп кәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуға йүрүп кәтти.

1658165
җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗанға йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев тәрипидин рәсмий мурасим өткүзүлүп күтүвелинидиған җумһур рәис әрдоған, бу қетимқи рәсмий зийарити җәрйанида, аридин 28 йил өткәндин кейин әзәрбәйҗан армийәси тәрипидин әрменийә ишғалидин азад қилинған тағлиқ қарабағниң шуша шәһирини екскурсийә қилиду.

җумһур рәис әрдоған илһам  әлийев билән айрим учришиш өткүзгәндин кейин, келишимләрни имзалаш мурасими вә қошма мухбирларни күтүвелиш йиғиниға иштирак қилиду, һәмдә шәһәрни екскурсийә қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر