әрменийә уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилди

әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи әрменийә армийәсиниң уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилғанлиқини уқтурди.

1646021
әрменийә уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, әрменийә армийәсиниң 24 – майдин 26 – майғичә болған җәрйанда гәгаркуник өлкисидики истиһкамлиридин әзәрбәйҗан армийәсиниң кәлбәҗәр вә гәдәбәй вилайәтлиридики орунлириға бир қанчә қетим оқ чиқарғанлиқини уқтурди.

әрменийә тәрәпниң қутқуратқулуқ қилиш мәқситидә шуша әтирапидики әзәрбәйҗан һәрбий районлириға оқ чиқарғанлиқи қәйт қилинған байанатта, әзәрбәйҗан армийәсиниң һуҗумға қайтурма һуҗум арқилиқ инкас қайтурмиғанлиқи, вәқәдә адәм өлүш әһвалиниң көрүлмигәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر