таҗикистанда кәлкүн сәвәбидин 7 киши қаза қилди

таҗикистанниң тағлиқ районлирида қаттиқ йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн сәвәбидин 7 киши қаза қилди.

1638301
таҗикистанда кәлкүн сәвәбидин 7 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  таҗикистан җиддий әһвалларға тақабил туруш вә хәлқ мудапиә комитети тәрипидин елан қилинған байанатта, дөләтниң тағлиқ районлирида түнүгүн қаттиқ йамғурниң кәлкүнләрни кәлтүрүп чиқарғанлиқи билдүрүлди.

кәлкүн сәвәбидин таҗикистанниң хатлан, қулйаб вә һисар районлирида 7 кишиниң қаза қилғанлиқи, бу кишиләрдин 5 кишиниң аптомобиллири кәлкүндә еқип кетиш сәвәбидин қаза қилғанлиқи уқтурулди.

нурғун өй вә ул әслиһә қурулушлириниң бузулғанлиқи һәмдә қутқузуш әтрәтлириниң апәт районлиридики хизмәтлирини давамлаштуриватқанлиқи әскәртилди.

байанатта, пирезидент имамәли раһманниң йолйоруқи билән тәбиий апәт кәлтүрүп чиқарған зийанни ениқлаш вә бир тәрәп қилиш үчүн баш министир қаһир рәсулзодәниң рийасәтчиликидә һөкүмәт комитети қурулғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر