қирғизистан пирезиденти җаппаров т р т ниң зийаритини қобул қилди

қирғизистан пирезиденти садир җаппаров дунйа телевизийәлири арисида тунҗи қетим түркийә радийо – телевизийә оргини (TRT) ниң зийаритини қобул қилди.

1635187
қирғизистан пирезиденти җаппаров т р т ниң зийаритини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җаппаров, «‹TRT Avaz› телевизийә қанили» ниң «йавроасийа мәхсус пирограммиси» да, җошқун өзәнниң соаллириға җаваб бәргәндә, түркийә – қирғизистан мунасивәтлири тоғрулуқ тохтилип, икки дөләт оттурисида йеңи бир дәврниң босуғисида туруватқанлиқлирини әскәртти, һәмдә түркийә – қирғизистан мунасивәтлириниң бурундин тартипла қериндашлиқ мунасивәтлиригә асаслинидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бизниң миң йиллиқ ортақ тарихимиз бар, шу вәҗидин, түркийә вә башқа түркий дөләтләр билән болған мунасивәтлиримизни қериндашларчә шәкилләндүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситимиз.»

түрк дунйасида техиму актип бир қирғизистан болидиғанлиқини ейтқан җаппаров, түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири мәҗлиси вә хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати (түрксой) ниң наһайити муһимлиқини, қирғизистанниң бу тәшкилатларниң актип әзаси икәнликини тәкитлиди.

түркийә радийо – телевизийә оргинини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини қәйт қилған җаппаров, қирғизистан дөләтлик телевизийә қанили (KTRK) ниң т р т билән ортақ паалийәт елип бериш мүмкинчиликиниң барлиқини тәкитлиди.

у йәнә, икки  телевизийә қанили ортақ паалийәт елип беришни қарар қилған тәқдирдә, һәр җәһәттин тегишлик йардәм беришкә тәййар икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر