қирғизистан-таҗикстан чеграсида җенидин айрилғанларниң сани ашти

қирғизистан-таҗикстан чеграсидики су тарқитиш амбирини контрол қилиш сәвәбидин чиққан қораллиқ тоқунушта, һәр икки тәрәптин җенидин айрилғанлар сани, әң аз дегәндә 31гә чиқти.

1631514
қирғизистан-таҗикстан чеграсида җенидин айрилғанларниң сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан-таҗикстан чеграсидики тоқунуш, чаршәнбә (2021-йили 28-апрел) күни бир су мәнбәсигә көзитиш камераси орнитилиши билән башлиған иди.

икки дөләтниң ташқи ишлар министирлири көрүшкәндин кейин, 29-апрел шу йәр вақти 20:00 дин башлап районда пүтүнләй тоқунушни тохтитиш вә һәрбий қисимларниң бурунқи җайлириға чекиниши тоғрисида келишим һасил қилған болсиму, әмма тоқунушлар давам қилди.

қирғизистан тоқунушта җенидин айрилғанлар санини елан қилди. қирғизистан сәһийә министирлиқи қораллиқ тоқунушта җенидин айрилған қирғизлар саниниң 31 гә чиққанлиқини, йариланған 134 кишидин 49 иниң бишкәктики дохтурханиларда йатқузулғанлиқини елан қилди.

таҗикстан тәрәпниң қораллиқ тоқунушта җендин айрилғанлар һәққидә елан қилған мәлумати һазирчә ениқ әмәс. әмма, таратқуларда сәккиз таҗикниң җендин айрилғанлиқи, 90 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқи қәйт қилинмақта.

таҗикстан хәвәрлиридә, вәқә йүз бәргән чоркуһ йезисида йашайдиған 100 гә йеқин айал вә балиларниң исфара шәһиригә тарқақлаштурулғанлиқи билдүрүлди.

қирғизистан пирезиденти садир җаппаров твитетрда байанат елан қилип: «қирғизистан хәлқини, һәммидин авал сийасий күчләр вә таратқуларни өзини бесивелишқа, иғвагәрчиликләргә бойун әгмәсликкә, дүшмәнлик вә ихтилап пәйда қилмаслиққа чақиримән» деди.

райондики 800 гә йеқин қирғизистан пуқрасиниң бихәтәр районға тарқақлаштурулғанлиқи билдүрүлди.

бу җәрйанда, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров билән таҗикстан пирезиденти имамәли рахманов билән телефонда көрүшүп,  май ейиниң ахирида таҗикстан пайтәхти дүшәнбидә учришиш тоғрисида келишти. буниңдин башқа, һөкүмәтләр ара чегра бәлгиләш һәйәтлириниң 1-майда қирғизистанниң баткән районида учришиши тоғрисидиму келишим һасил қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر