әлийев: әрменийәниң 10 – нойабир байаннамисини йолға қойушини үмид қилимән

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев әрменийәниң 10-нойабир байаннамисини йолға қойушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

1591216
әлийев: әрменийәниң 10 – нойабир байаннамисини йолға қойушини үмид қилимән

түркийә авази радийоси хәвири: әлийев, ахбарат елан қилиш йиғинида сөзлигән нутиқида, тағлиқ қарабағда уруш тохтитишни ишқа ашурған 10 – нойабир байаннамиси һәққидә тохтилип мундақ деди: «урушниң нәтиҗиси һечқачан өзгәрмәйду, байаннаминиң бәлгилимилириниң көпинчиси иҗра қилинди, әрменийәниң нөвәттики вәзийитигә қаримай, бу җәрйан давамлишиду, болмиса, әрменийәниң вәзийити техиму йаманлишип кетиду, дәрвәқә, әрменийә йеңи реаллиқлар билән йүзлишиши керәк.»

әрменийәдики һәрбий – сийасий өзгириш тәшәббуси тоғрилиқму тохталған әлийев, мундақ дәп көрсәтти: «намайишлар әрменийә дөлитини қаттиқ зилзилигә кәлтүрди, әрменийәдә боһранлиқ вәзийәт давамлашмақта, пиринсип җәһәттин биз һечқандақ бир дөләтниң ички ишлириға арилашмаймиз.»

бу әһвалниң җавабкариниң мәвҗут һөкүмәт икәнликини әскәрткән әлийев, мундақ деди: «әрменийәниң нөвәттики вәзийити наһайити еғир, буниң сәвәби, һазирқи вә алдинқи һөкүмәтләрдур, әрменийәниң бу әһвалға чүшүп қелишиниң сәвәби болса, әрменийәниң ишғалчилиқ сийаситини йолға қойушидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر