өзбекистанниң башқа түрк җумһурийәтлири билән болған мунасивәтлири

йавроасийаға нәзәр - 61

1590767
өзбекистанниң башқа түрк җумһурийәтлири билән болған мунасивәтлири

өзбекистанниң башқа түрк җумһурийәтлири билән болған мунасивәтлири.

абдрәсул исһақов

түрк кеңишиниң баш катипи бағдад амрейев, 2021-йили, 8-февралдин 11-февралғичә өзбекистанда түрлүк учришишларда болди. амрейев, өзбекистан алий мәҗлиси палатасиниң рәиси танзила нарбайева билән, өзбекистан парламентиниң түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири мәҗлисигә әза болуши басқучи һәққидә музакирә елип барди. амрейев йәнә, өзбекистанниң дипломатийә, мәдәнийәт, йеза игилик, йеңилиқ йаритиш вә тәрәққийат министирлири, учур техникиси вә хәвәрлишиш, мәбләғ селиш вә ташқи сода министирлири, йашлар ишлири идариси вә путбол федератсийәсиниң рәислири билән һәмкарлиқ мәсилилири һәққидә өзара пикир алмаштурди.

өзбекистан һөкүмити, түрк җумһурийәтлири билән бир гәвдилишиш намидин, 2021-йили, 10-феврал латин елипбәсигә толуқ өтүш мәсилисигә алақидар пилан лайиһәсини қобул қилди. қобул қилинған бу пилан лайиһәсигә асасән, өзбекистан 2023-йили, 1-йанварғичә пүтүнләй латин елипбәсигә өткән болиду.

өзбекистан билән қазақистан оттурисида түркистан-шимкәнт-ташкәнт йуқири сүрәтлик пойиз лайиһәсини ишқа ашуруш тоғрисида елип бериливатқан музакириләр қойуқлашти. буниңдин башқа йәнә, икки дөләт оттурисидики йеңи мактарал-дарбаза төмүр йолиниң қурулушиму күнтәртиптә. 2021-йили, 16 – феврал күни, өзбекистан билән қазақистанниң сода министирлири чеграда учришип, ортақ ишқа кириштүрүлидиған «оттура асийа хәлқара сода вә иқтисадий һәмкарлиқ мәркизи» пилани һәққидә музакирә елип барди.

өзбекистан ташқи ишлар министири абдуләзиз камилов, 2021-йили, 16-18-феврал күнлири, түркмәнистан, қазақистан вә таҗикистанда зийарәтләрдә болди. өзбекистан ташқи ишлар министири бу дөләтләрниң дөләт башлиқлири тәрипидин қобул қилинди.  камилов, түркмәнистан, қазақистан вә таҗикистан президентлиридин, ташкәнттә «оттура асийа вә җәнубий асийа: районлуқ мунасивәтләр, риқабәтләр вә пурсәтләр» намлиқ хәлқаралиқ конферанс чақириш пиланини қоллишини тәләп қилди.

2021-йили, 17-феврал күни, будапештта, өзбекистан-венгрийә һөкүмәтләр ара иқтисадий һәмкарлиқ комитетиниң 6-қетимлиқ йиғини чақирилди. йиғинға, өзбекистан муавин баш министири, мәбләғ селиш вә ташқи сода министири сәрдар умурзаков башчилиқидики өзбекистан вәкилләр өмики қатнашти. йиғинда, икки дөләтниң сода миқдариниң 2020-йили алдинқи йилға селиштурғанда% 50 ашқанлиқи билдүрүлди. йиғин ахирида, өзбекистан вә венгрийә һәйәтлири оттурисида бирқатар һәмкарлиқ келишимлири имзаланди. шу күни, будапештта, венгрийә-өзбекистан сода мунбири йиғини өткүзүлди. зийарәт даирисидә, өзбекистан җумһурийитиниң йеза игилик министири җәмшид хоҗҗайев, 2021-йили, 16 феврал күни, түрк кеңишиниң будапешттики вакаләтханисини зийарәт қилди.

өзбекистан, түрк җумһурийәтлириниң җәнубий асийа дөләтлиригә ечилидиған кириш еғизи болушқа тиришиватиду. өзбекистан афғанистандики йардимини көпәйтти. ташкәнт һөкүмити, һиндистан вә пакистанни өз ичигә алған җәнубий асийа дөләтлиридин һәйәтләр билән болған учришишларни қойуқлаштурди. өзбекистанниң бу даиридә хәлқаралиқ йиғин уйуштурушни халайдиғанлиқини илгириму әскәртип өткән идуқ.

өзбекистан елан қилған әлишир навайи туғулғанлиқиниң 850 – йиллиқи, пүткүл түрк җумһурийәтлиридә түрлүк паалийәтләр арқилиқ йил бойи тәбриклиниду. түрксой вә түрк академийәси бу һәқтә тунҗи паалийәтләрни өткүзди. хәлқара түрк академийәси, 2021-йилини «әлишир навайи йили» елан қилди. йиғип ейтқанда, өзбекистанниң түрк җумһурийәтлири билән болған мунасивәтлири давамлиқ күчийиватиду. өзбекистанниң әзалиқи, түрк җумһурийәтлириниң хәлқаралиқ тәшкилатлириға күч қошиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر