уйғур мәсилиси вә ахбарат саһәсидә хитай билән ғәрб оттурисидики тоқунуш

йавроасийаға нәзәр - 60

1586232
уйғур мәсилиси вә ахбарат саһәсидә хитай билән ғәрб оттурисидики тоқунуш

уйғур мәсилиси вә ахбарат саһәсидә хитай билән ғәрб оттурисидики тоқунуш.

абдрәсул исһақов

йеқинқи күнләрдә уйғурлар мәсилиси үстидин хитай билән ғәрб оттурисида ахбарат саһәсидики тоқунушниң көпийиватқанлиқиға шаһит болуватимиз. алди билән, бу мәсилигә мунасивәтлик әң йеңи өзгиришләргә бир қур нәзәр ташлап чиқайли.

2021-йили, 4 – феврал күни, әнгилийә хитай хәлқ җумһурийитиниң  «CGTN (хитай йәршари телевизийәси)» гә чәклимә қойди. әнгилийәликләр CGTN ниң тақилишиниң сәвәбиниң, бу қаналниң саһиби тәрипидин әмәс, әксичә хитай компартийәси тәрипидин башқурулуши икәнликини илгири сүрди. «‹ The Telegraph› гезити» му илгири, әнглийә дөләт бихәтәрлик оргини MI5 ниң, журналист тониға орунувелип җасуслуқ қилған 3 хитайниң чеградин қоғлап чиқирилғанлиқини йазғаниди.

2021-йили, 5 – феврал күни, хитай таратқулирида, 24 маддә һалитидә ғәрбниң уйғур ели һәққидики хәвәрлири вә мақалилирини өз ичигә алған чоң һәҗимлик мақалә елан қилинди. шинхуа агентлиқи тәрипидин елан қилинған мақалидә, ғәрб таратқулирида елан қилинған уйғурлар һәққидики хәвәрләр, болупму майк помпейо вә адриан зензниң байанатлири рәт қилинишқа урунулди.

хитайниң рәсмий «‹ ренмин рибав› хәлқ гезити», 2021-йили, 8-феврал күни, фирансийәлик йазғучи максиим вивас билән өткүзүлгән сөһбәт хатирисини елан қилди. максиим вивас,  2020-йилиниң ахирлири, фирансуз тилида, уйғур елиниң вәзийити һәққидә, «уйғурлар, йалған хәвәрләргә хатимә бериш» намлиқ китабини елан қилғаниди. вивас, мәзкур  гезитниң зийаритини қобул қилғанда, хитайниң терроризмниң алдини елиш намидин  уйғур елида ташлаватқан қәдәмлирини қоллайдиғанлиқини, ғәрбтә америка қошма иштатлириниң мәркизий ахбарат идарисиниң рәһбәрликидә хитайға қарши тәтүр тәшвиқатларниң елип бериливатқанлиқини илгири сүрди.

2021-йили, 9 – феврал күни, хитай америка қошма иштатлириниң Clubhouse аммиви таратқу торини чәклиди. йеқинқи мәзгилләрдә, Clubhouse торида, уйғур елидики «тәлим - тәрбийә лагерлири»  һәққидә даим муназирә елип бериливататти. 2020-йили, апрел ейида йолға қойулған Clubhouse йумтали, йеқинқи айларда хитайда тезла алқишқа еришишкә башлиғаниди.

2021-йили, 11 – феврал күни, бейҗиң һөкүмити «хитайниң миллий мәнпәәтлиригә зит» вә «қанунсиз» дегәндәк сәвәбләр билән, әнглийәниң «‹BBC World News› телевизийә қанили» ниң бу дөләттики паалийәтлирини чәклиди. әслидә, бу һәм CGTN ниң тақилишиниң сәвәби, һәмдә BBC дики уйғурлар тоғрисида тарқитилған хәвәрләргә наразилиқ иди.

февралниң башлирида, 180 кишилик һоқуқ тәшкилати бейҗиңда  өткүзүлүши пиланланған 2022-йиллиқ қишлиқ тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилиш тоғрулуқ чақириқта болди. 180 кишилик һоқуқ тәшкилати алдинқи айму шундақ чақириқта болған, әмма шу вақитта трампниң йиғилиши күнтәртипидә болғачқа, тегишлик инкас қозғиталмиғаниди.

бу арилиқта, сәуди әрәбистанниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси әли убәйд әллаһириниң вә пакистан кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси мушаһид һүсәйин сәййидниң, бейҗиңниң уйғур мәсилисигә мунасивәтлик сийасәтлирини қоллайдиғанлиқини билдүргән сөһбәт хатириси елан қилинди.

йеқинқи өзгиришләрдин көрүвелишқа болидуки, ахбарат саһәсидики хитай-ғәрб тоқунуши кәслишип кәтти. тәрәпләр бир-бириниң ахбарат васитилирини чәкләшкә башлиди. байдин һөкүмитиниң трампниң бу мәсилидики сийаситини давамлаштуридиғанлиқини ишарәт қилиши, ахбарат саһәсидики тоқунушниң алдимиздики мәзгилдә техиму кәскинлишип кетиш еһтималлиқиниң йуқирилиқини көрситиду. бейҗиңни асас қилған хәвәрләр вә байанатларниң, русийә, пакистан қатарлиқ дөләтләрдиму елан қилинишидин, хитайниңму бу җәһәттә йалғуз әмәслики билинип туриду. хитайниңму, ғәрбниңму өз мәнпәәтлири үчүн уйғур мәсилисини козерға айландурувелишни нишан қиливатқанлиқини унтуп қалмаслиқ керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر