қирғизистан пирезиденти мәбләғ селиш муһитини йахшилаш керәкликини тәкитлиди

қирғизистан пирезиденти садир җапаров мәбләғ салғучиларни қоллаш вә қоғдаш шундақла мәбләғ селиш муһитини йахшилаш үчүн һөкүмәткә тездин қарар мақуллашни буйруди.

1579976
қирғизистан пирезиденти мәбләғ селиш муһитини йахшилаш керәкликини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезидентлиқи ахбарат мәркизиниң байанатиға асасланғанда, пирезидент җапаров бир һәптә илгири баш министирликкә тәйинләнгән улуқбек мариповни ишханисида қобул қилған.

учришишта, иқтисадниң чекинишигә қарши туруш тәдбирлири, ковид-19 йуқумиға қарши тәдбирләр, дөләтниң оттура мәзгиллик тәрәққийатидики муһим саһә вә иқтисадтики қурулма ислаһати музакирә қилинған.

дөләт иқтисадиниң интайин мүшкүл әһвалда туруватқанлиқини байан қилған җапаров, хусусий игилик тиклигүчиләр билән мәбләғ салғучиларни қоллаш, қоғдаш вә мәбләғ селиш муһитини йахшилаш үчүн һөкүмәткә тездин қарар мақуллашни буйриған.

җапаров сода - санаәтчиләрниң дөләт органлириға болған ишәнчисини ашуруш вә иқтисадни қоллаш үчүн һөкүмәтниң киризисқа қарши һәрикәт пиланини җиддий мақуллиши керәкликини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر