қазақистанда йеңи һөкүмәт қурулди

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт токайев йеңи һөкүмәт тәшкилләш тоғрисидики қарарнамини имзалиди.

1566356
қазақистанда йеңи һөкүмәт қурулди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент қасим җөмәрт токайев тәрипидин имзаланған қарарнамигә асасән, әсқәр мәмин 10 - йанвардики парламент сайлимидин кейин қурулған йеңи  һөкүмәттә йәнә баш министирлиқ вәзиписини өтәйду.

әлихан смаилов, роман склйар вә йәрали тугҗановлар муавин баш министирликкә тәйинләнгән һөкүмәттә, мухтар тилубәрди муавин баш министирлиқ билән ташқи ишлар министирлиқи вәзиписини бирликтә өтәйду.

қазақистан хәлқ игилики министирлиқиға асәт иргалйев, әмгәк вә иҗтимаий капаләт министирлиқиға сәрк шапкәнов тәйинләнди.

төвәндики 16 министир һөкүмәттики орнини сақлап қалди:

«ташқи ишлар министири мухтар тилубәрди, ички ишлар министири йәрлан тургумбайев, дөләт мудапиә министири нурлан йәрмәкбайев, енергийә министири нурлан ногайев, учур вә иҗтимаий тәрәққийат министири айда балайева, йеза игилик министири сапархан өмәров, әдлийә министири марат бәкәтайев, маарип вә илим - пән министири асхат аймагамбетов,  сәһийә министири аләксәй тсой, санаәт вә ул әслиһә тәрәққийат министири бәибит атамқулов, малийә министири йәрулан җамаубайев, мәдәнийәт вә тәнтәрбийә министири ақтоту раимқулова, сода вә бир гәвдилишиш министири бакит султанов, рәқәмлик тәрәққийат, йеңилиқ йаритиш вә аләм қатниши министири бағдад мусин, муһит вә тәбиий байлиқ министири магзум мирзагалийев, җиддий әһваллар министири йурий илйин».

қазақистан һөкүмити 15 - йанвардики сайламдин кейин йеңи кабинетниң тәшкиллиниши үчүн истепа бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر