түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә 20 миң таблит синовак ваксиниси әвәтти

түркийә «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш даирисидә шималий қибрис түрк җумһурийитигә 20 миң таблит синовак ваксиниси әвәтти.

1563367
түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә 20 миң таблит синовак ваксиниси әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити сәһийә министири әли пилли, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, мундақ деди: «бүгүн әтигән әнқәрә вақти саит 5 тә түркийә җумһурийитидин қутқузуш айропилани арқилиқ 20 миң таблит синовак ваксиси дөлитимизгә йетип кәлди. ваксина әмләш хизмитини әтә вә шәнбә күни башлашни пиланлаватимиз. дәрвәқә, бу һәқтики пиланлиримизниму аллиқачан түзүп болдуқ. ваксина әмләш паалийәтлири дәсләпки қәдәмдә 9 мәркизимиздә башлиниду, җүмлидин, ваксина әмләш, алди билән, ‹ковид – 19› йуқумиға қарши күрәшниң алдинқи сепидики сәһийә хадимлири билән башлиниду, андин 65 йаштин чоң йашанғанларға ваксина әмлиниду. әң ахирида, ваксина әмләш паалийәтлирини пилан бойичә пүткүл дөләт миқйасида давамлаштурушни нишан қиливатимиз. дөлитимиз интайин кичик болғачқа, ваксина әмләш паалийәтлиримизни қолай тамамлийалишимиз мумкин. бу һәқтә хадимларниң билим сәвийәсини ашуруш хизмитиму тамамланди. җүмлидин, бизгә нисбәтән ваксина әмләш қийин әмәс.»

министир пилли, шималий қибрис түрк җумһурийитигә бәргән йардәмлири түпәйли, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә сәһийә министири фаһрәттин коҗаға, өзи һәм дөлити намидин миннәтдарлиқ билдүрүп, мундақ деди: «түркийә һәрдаимқиға охшашла ‹ковид – 19› йуқумиға қарши күришимиздиму баштин – ахир бизни қоллап һәм йардәм берип кәлмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر