ататүрккә болған һөрмәт «зәпәр күни» ни өзгәртишкә сәвәб болди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев «зәпәр күни» болған 10-нойабир күнини, мустапа камал ататүркниң вапати күни билән охшаш болуп қалғанлиқи үчүн, шуша азад қилинған 8-нойабир күнигә алмаштурди.

1538960
ататүрккә болған һөрмәт «зәпәр күни» ни өзгәртишкә сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимиси зәпәр күниниң өзгәртилгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, әрменийә йиңилгәнликини қобул қилған вә хитабнамигә имза қойған, шундақла пирезидент илһам әлийев тәрипидин «зәпәр күни» дәп елан қилинған 10-нойабир күниниң, түркийә җумһурийитиниң қурғучиси вә түрк дунйасида исмини алтун һәрпләр билән йаздурған мустапа камал ататүркни хатириләш күнигә тоғра келип қалғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, әзәрбәйҗанни чин қәлбидин сөйгән вә «әзәрбәйҗанниң хушаллиқини хушаллиқимиз, тәқдирини тәқдиримиз» дегән мустапа камал ататүркниң, һәр бир әзәрбәйҗанлиқниң қәлбидин орун алғанлиқи вә чоңқур һөрмәт билән әслинидиғанлиқи тәкитләнди.

пирезидент илһам әлийев 10-нойабирниң ататүркни хатириләш күни икәнликини нәзәрдә тутуп, «зәпәр күни» ни өзгәртишни қарар қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, һәр бир әзәрбәйҗанлиқ үчүн қиммәтлик шәһәр болған, қарабағниң мәрвайити шуша азад болғанда, урушниң тәқдиригә муһим тәсир көрсәткәнлики, әрменийәниң йиңилишигә вә һәрбий һәрикәтлириниң тохтишиға сәвәб болғанлиқи қәйт қилиниш билән биргә, «зәпәр күни» ниң шуша азад қилинған 8-нойабирға өзгәртилгәнлики билдүрүлди.

әзәрбәйҗан армийәси 44 күн давамлашқан һәрбий һәрикәтләрдә, бәш шәһәр мәркизини, төт йеза базар вә 286 йезини азад қилиши билән, әрменийә йиңилгәнликини қобул қилған иди.

әрменийә ишғал астидики ағдам, лачин вә кәлбәҗәр вилайәтлирини бошитидиғанлиқини вәдә қилған келишимгә, 10-нойабир (2020) имза қойған иди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر