әзәрбәйҗан армийәси көплигән нишанларни йәр билән йәксан қиливәтти

әзәрбәйҗан армийәси уруш тохтитиш келишими қаримай охшимиған йөнилишләрдә түн бойи әзәрбәйҗан әскәрлиригә вә олтурақ районлириға һуҗум қилған әрменийә күчлиригә еғир талапәт йәткүзди.

1518035
әзәрбәйҗан армийәси көплигән нишанларни йәр билән йәксан қиливәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, тоқунушлар асаслиқи алдинқи сәп линийәсиниң хоҗавәнд, фузули вә губадли йөнилишлиридә давамлашқан.

алдинқи сәп линийәсиниң охшимиған җайлирида, әрменийә армийәсигә аит бир данә «T-72» типлиқ танка, икки данә гранд башқурулидиған бомба системиси, 14 данә охшимиған шәкилдики топ, бирқанчә қаравулхана вә 6 данә һәрбий аптомобил пачақлап ташланған, көп санда әрменийә әскири бир тәрәп қилинған.

байанатта тәкитлинишичә, алдинқи сәп линийәсидә вәзийәт тамамән әзәрбәйҗан армийәсиниң контроллуқида икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر