әзәрбәйҗан алдинқи сепидә мухбирлар хәтәргә дуч кәлди

әзәрбәйҗан контроллуқиға өткән сукавушанда әрменийә қисимлири атқан ракета райондики мухбирларниң аптомобилиниң үстидин өтүп кәтти.

1516997
әзәрбәйҗан алдинқи сепидә мухбирлар хәтәргә дуч кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийәниң пуқраларға қаратқан һуҗумлирида, мухбирлар учраватқан хәтәр ашмақта. йүр бәргән вәқәләрни дунйаға йәткүзүватқан ахбаратчилар бар районлар, менамийот вә ракеталарниң нишаниға айланди.

мәзкур вәқә әрменийәниң ишғалийитидин азад қилинған сукавушанда йүз бәрди. районниң нөвәттики вәзийити һәққидә хәвәр тәййарлаватқан йуронийус (Euronews) ахбаратчилири, әрменийәниң ракета оқидин қутулалмиғили тас қалди. аптомобил тейилип кәткән болсиму контролдин чиқип кәтмиди. ракета оқи аптомобилда әтрапни синға еливатқан камераға чүшүп қалди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر