әзәрбәйҗан: әрменийә п к к террорчилирини алдинқи сәптә җәңгә қатнаштурмақта

әзәрбәйҗан муавин пирезиденти һикмәт һаҗийев, әрменийәниң тағлиқ қарабағда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси террорчиларни ишлитиватқанлиқини ейтти.

1513893
әзәрбәйҗан: әрменийә п к к террорчилирини алдинқи сәптә җәңгә қатнаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: һикмәт һаҗийев әнглийә чәт әллик мухбирлар җәмийитиниң интернет муһитида уйуштурған паалийитидә сөз қилди.

сүрийәдин әзәрбәйҗанға җәң қилғучиларниң йөткәлгәнлики тоғрисидики дәвани пүтүнләй рәт қилидиғанлиқлирини билдүргән һаҗийев, «алди билән, бизниң буниңға еһтийаҗимиз йоқ, бизниң интайин кәспийләшкән армийәмиз бар , йәткүдәк дәриҗидә запас күчимиз бар» деди.

әрменийә сепидә башқа дөләтләрдин кәлгән җәңчиләрниң барлиқиға ишарт қилған һаҗийв, сүрийә, ливан, америка қошма иштатлири, канада, болупму фирансийәдин кәлгән әрмәнләрниң әрменийә армийәси сепигә қошулғанлиқини оттуриға қойди.

әрменийәниң (чәт әлләрдә йашайдиған) әрмәнләрни урушқа қатнаштуруши вә уларниң әзәрбәйҗан армийәсигә қарши уруш қилиш арқилиқ әзәрбәйҗан пуқралирини өлтүрүшиниң тохтитилишини тәләп қилған һаҗийев, «шуниң билән бир вақитта , бизниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң урушқа арилишишидин әндишә қиливатимиз. уларму әрменийә қораллиқ күчлири сепидин орун алмақта. (п к к террорчилири) әрменийә қораллиқ күчлириниң биринчи мудапиә сепигә орунлаштурулмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

әрменийәгә охшимиған дөләтләрдин қорал- йарағ йөткәш мәсилисидинму әндишә қиливатқанлиқлирини билдүргән һаҗийев, «әрменийә тәрәп йолучилар айропиланлирини ишлитиватиду. бундақ қилиш хәлқара пуқралар авиатсийә тәшкилатиниң қаидисигә хилап. улар йолучилар айропиланлириға башқурулидиған бомба системисини йүклимәктә. буниңдин башқа , «инсанпәрвәрлик йардими» дегән нам астида районға қорал- йарағ вә башқурулидиған бомба йөткәлмәктә. әрменийә, рәсмий айропиланини гойа рәсмий зийарәт қилиниватқандәк қийапәттә ишлитип, әрменийә қорал елип кәлмәктә вә булар билән әзәрбәйҗан пуқралирини өлтүрмәктә. бу мәсилиму хәлқара таратқулар тәрипидин тәкшүрүлүши керәк» деди.

һикмәт һаҗийев, түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида алаһидә мунасивәт вә қериндашлиқ риштиси барлиқини тәкитләп, «түркийәниң бизни қоллиши әхлақий, дипломатик вә  җуғрапийәлик қоллаштур. түркийә , район характерлик дөләттур. түркийәниң әзәрбәйҗанни дипломатик вә әхлақий җәһәттин қоллиши хәлқара қанун асасида ишқа ашурулмақта. әлвәттә , бу әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисида мудапиә саһәси һәмкарлиқи бар, бирақ буни әзәрбәйҗанниң мудапиә иқтидари билән мунасивәтләштүрүшкә  йаки үчинчи бир дөләтниң урушқа шитирак қилиши дәп қарашқа болмайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر