әзәрбәйҗан әрменийәниң һуҗумлирида қаза қилған пуқралар санини елан қилди

әрменийәниң әзәрбәйҗан аһалиләр районлириға қилған һуҗумлирида һазирғичә җәмий 63 киши қаза қилди, 292 киши йариланди.

1513237
әзәрбәйҗан әрменийәниң һуҗумлирида қаза қилған пуқралар санини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан баш тәптиш мәһкимиси, 27 – сентәбирдин 21 – өктәбиргичә болған җәрйандики әрменийә һуҗумлири пәйда қилған адәм өлүш вә маддий зийанға даир санлиқ мәлуматларни елан қилди.

буниңға асасланғанда, йуқирида тилға елинған җәрйандики әрменийә һуҗумлирида 63 нәпәр әзәрбәйҗан пуқраси җенидин айрилған, 292 си йариланған.

әрменийәниң һуҗумлирида йәнә 1981 өй – макан, 90 аилиликләр бинаси вә 386 һөкүмәт бинаси ишләткили болмайдиған һалға чүшүп қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر