шәнтоп әрменийәниң уруш җинайити өткүзгәнликини билдүрди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп әрменийәниң пуқраларға һуҗум қилип, уруш җинайити өткүзгәнликини билдүрди.

1511714
шәнтоп әрменийәниң уруш җинайити өткүзгәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп рәсмий зийарәт үчүн йетип барған әзәрбәйҗанда, әрменийәниң уруш җинайити өткүзүватқанлиқи үстидә тохталди.

у әрменийәниң әзәрбәйҗан аилә туралғу җайлириға тохтимай һуҗум қиливатқанлиқини әскәртип, әзәрбәйҗан армийәсиниң буниңға җавабән вәтән земинлирини азад қилиш үчүн һәрикәт башлиғанлиқини қәйт қилди.

у әзәрбәйҗанниң б д т шәртнамисиниң 51-маддисидики «өзини қанунлуқ қоғдаш» һоқуқи бойичә тегишлик ишни қилғанлиқини тәкитләп, әзәрбәйҗан армийәсиниң һәрикәтләрдә хәлқаралиқ қанунға бойсунуп, һәрбий нуқтилар биләнла күрәш қилғанлиқини билдүрди.

у әрменийә қисимлириниң болса, пуқраларни бомбардиман қилғанлиқини билдүрүп: «әзәрбәйҗан хәлқаралиқ қанунға вә уруш әхлақиға уйғун һәрикәт қиливатиду. әрменийә буни қилмайватиду. уруш қануниға реайә қилмиған, пуқраларни бомбардиман нишани қилған бир дөләттин уруш тохтитишқа реайә қилишни күтүш бимәниликтур» деди.

у әрменийәниң гәнҗәгә вә башқа вилайәтләргә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилғанлиқи үстидә тохтилип, мундақ деди:

«бу, җәнвә шәртнамиси бойичә ейтқанда, уруш җинайити һесаблиниду. хәлқара җинайи ишлар сотиниң битәрәп туруши билән, б д т хәвпсизлик кеңиши уруш җинайитигә мунасивәтлик қуридиған сот мәһкимисидә әрменийәни сотлаш мумкин. әмма бу уруш җинайитини пүткүл дунйа көрүши керәк. әлбәттә, дунйа көрүватиду, бирақ күнтәртипкә қойуши вә мәйданини ениқ оттуриға қойуши керәк. йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати минск гурупписиниң тәң һоқуқлуқ башлиқи дөләтләр, пуқраларға қилиниватқан һуҗумларни әйиблиши керәк. буниңға аваз чиқармиғанлар өткүзүлгән җинайәткә шерик болиду.»

у әзәрбәйҗанниң муқәддәс күрәшни қиливатқанлиқини әскәртип, тағлиқ қарабағни өз ичигә алған барлиқ ишғал астидики земинларни азад қилиш үчүн қилиниватқан күрәшни, пәқәт түркийә дөлитила әмәс, бәлки 83 милйон түркийә хәлқиниңму қоллиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر