әрменийә йәнә пуқраларға һуҗум қилди

әрменийә армийәсиниң әзәрбәйҗанниң гәнҗә вә мингечевир шәһәрлиригә қилған ракетамийот һуҗумлирида башқурулидиған бомбилардин бириниң көп  қәвәтлик бир бинаға чүшүши нәтиҗисидә 13 пуқра һайатидин айрилди, 45 дин артуқ адәм йариланди.

1510784
әрменийә йәнә пуқраларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан муавин пирезиденти һекмәт һаҗийев, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, «Scud» типлиқ «елбрус» баллистик башқурулидиған бомбилар билән пуқраларға қилинған һуҗумниң, ериван һөкүмитиниң әхлақсизлиқи вә роһий һалитини көрситип бәргәнликини әскәртиш билән бир вақитта, гәнҗәгә қилинған һуҗумларда 20 дин артуқ өйниң вәйран болғанлиқини, һуҗумниң, әрменийә дөлитиниң террорлуқ сийаситиниң намайәндиси икәнликини қәйт қилди.

у йәнә, пуқраларға қаритилған һуҗумниң, уруш саһәсидики мәғлубийәтлири сәвәблик әрменийә һөкүмитиниң аҗизлиқиниң ипадиси икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.

бу арилиқта, әрменийә армийәси тәрипидин мингечевир шәһиригә еилған башқурулидиған бомбиларниң әзәрбәйҗан һава армийәси тәрипидин пачақлап ташланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر