б д т қирғизистандики сийасий киризисни тинч йоллар билән һәл қилиш тәклипи сунди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати, қирғизистандики барлиқ тәрәпләргә, парламент сайламлириниң нәтиҗилиригә наразилиқ билдүрүш намайишлири билән башланған сийасий киризисни тинч йоллар билән һәл қилиш тәклипи сунди.

1506458
б д т қирғизистандики сийасий киризисни тинч йоллар билән һәл қилиш тәклипи сунди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, бу һәқтә елан қилған байанатида, қирғизистанниң вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, барлиқ тәрәпләрни «зораванлиқтин йирақ туруш» қа чақирди, һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң киризисни тинч йоллар билән һәл қилиш чариси тепишқа йардәмчи болушқа тәййар икәнликини билдүрди.

қирғизистанда 4 – өктәбир күни парламент сайламлириниң нәтиҗилирини қобул қилмиған өктичи партийәләрниң тәрәпдарлири, пирезидент мәһкимиси вә парламент бинасини ишғал қилған, сабиқ пирезидент алмазбек атамбайев вә сабиқ парламент әзаси садир җапаровни түрмидин чиқарғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر