әрменийә әзәрбәйҗанниң тоқунуш саһәси сиртидики аһалиләр районлириға һуҗум қилди

әрменийә қораллиқ қисимлири, әзәрбәйҗанниң ишғал астидики земинлириниң сиртидики пуқралар аһалиләр районлириға һуҗум қилди.

1504997
әрменийә әзәрбәйҗанниң тоқунуш саһәси сиртидики аһалиләр районлириға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанат берип, әрменийә қораллиқ қисимлириниң бүгүн әтигәндә ишғал астидики тағлиқ қарабағниң сиртидики бәрдә, ағчабәди шәһәрлири билән горанбой, тәртәр, ағдам шәһәрлириниң йезилириға зәмбирәк атқанлиқини, һуҗумида өлгән вә йариланғанларниң барлиқини уқтурди.

байанатта, әзәрбәйҗан армийәсиниң әрменийә қораллиқ күчлириниң һуҗумиға қарши тәдбир қолланғанлиқи байан қилинди.

әрменийәниң 27- сентәбирдин буйанқи һуҗумлирида 30 әзәрбәйҗан пуқраси һайатидин айрилди, 143 адәм йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر