әрменийә баку - тифлис - җәйһан нефит туруба линийәсигә һуҗум қилди

әрменийә армийәси, баку - тифлис - җәйһан нефит туруба йолиға башқурулидиған бомба атти.

1504244
әрменийә баку - тифлис - җәйһан нефит туруба линийәсигә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан баш тәптиш мәһкимиси байанат берип, әрменийә армийәсиниң түнүгүн кәч саәт 21:00 әтрапида йәвлаһ вилайитини бесип өтидиған баку - тифлис - җәйһан нефит туруба йолиға башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини, әзәрбәйҗан армийәсиниң вақтида һәрикәткә өтүп һуҗумниң алдини алғанлиқини уқтурди.

баку – тифлис – җәйһан нефит туруба йолиниң йавропаниң енергийә бихәтәрликидә муһим рол ойнайдиған асаслиқ истратегийәлик қурулуш икәнлики тәкитләнгән байанатта, әрменийә армийәсиниң һуҗумиға «террорлуқ қилмиши» дәп баһа берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر