түркийә қирғизистанниң парламент сайлими үчүн йардәм қилди

түркийә қирғизистан мәркизи сайлам комитетиға 2020-йили 4-өктәбир өткүзүлидиған парламнет сайлиминиң адил вә бихәтәрликини ашуруш үчүн мунасивәтлик үскүниләрни сетивелишиға маддий җәһәттин йардәм қилди.

1494461
түркийә қирғизистанниң парламент сайлими үчүн йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан мәркизи сайлам комитети түркийәниң парламент сайлими үчүн маддий йардәм қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, түркийәниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси җәнгиз камил фират қирғизистан мәркизи сайлам комитетиниң башлиқи нурҗан шайилдабекова билән   көрүшүп, сайламниң адил вә бихәтәрликини ашуруш үчүн 100 миң доллар йардәмни тәқдим қилғанлиқи билдүрүлди.

мәркизи сайлам комитетиниң башлиқи нурҗан шайилдабекова қирғизистан вә түркийә сайлам комитетлири оттурисидики һәмкарлиқниң әһмийитини тәкитләп, түркийәниң вухән вируси(Kovid-19)  тарқиливатқан болсиму, сайламларни көзитиш үчүн назарәтчиләрни әвәтидиғанлиқини билдүрди вә буниң үчүн тәшәккүр ейтти.

б д т тәрәққийат пирограммиси(UNDP)  ниң қирғизистанға болған сайлам йардәм лайиһәси рамкисида, германийә, шивейтсарийә вә йапонийә қатарлиқ дөләтләрму қирғизистан сайлиғучилирини тонуйдиған үскүниләрниң санини көпәйтиш мәқситидә фонд аҗратти.

тәхминән 4 милйон сайлиғучи бар қирғизистанда, 120 кишилик парламентқа кириш үчүн 16 партийәдин җәмий 1 миң 920 намзат өзара риқабәтлишиду.

сайлиғучилар дөләттә 2020-йили 3-өктәбиргичә давамлишидиған сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлиридин кейин, дөләт ичи вә сиртида қурулидиған сандуқларға беләт ташлайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر