тураз бүркүти - 2020 давамлашмақта

түркийә вә әзәрбәйҗан армийәлириниң әзәрбәйҗанда башлиған бирләшмә һәрбий маневири «тураз бүркүни – 2020» давамлашмақта.

1470796
тураз бүркүти - 2020 давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ф-16 уруш айропиланлири әзәрбәйҗан айропиланлири билән бирликтә учуп вәзипә орундиди.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанат берип, маневир җәрйанида түркийә ф-16 уруш айропиланлири билән әзәрбәйҗан уруш айропиланлириниң сенарийәниң роһиға асасән иккидин – иккидин вә коллектип һаләттә учуп вәзипә орундиғанлиқини уқтурди.

байанатта, учқучиларниң вәзипилирини ғәлибилик орундиғанлиқи қәйт қилинди.

әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқиниң йәнә бир байанатида, бирләшмә һәрбий маневир даирисидә қуруқлуқ армийә қисимлириниң мурәккәп йәр түзүлүшигә игә җайларда наһайити қийин һәр хил вәзипиләрни орундиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, әскәрләрниң заманиви қоралларни ишлитип, сенарийәгә асасән бекитилгән дүшмән һуҗумини тармар қилғанлиқи әскәртилди.

икки дөләтниң бирләшмә һәрбий маневири 29 – ийулда башланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر