әменийә- әзәрбәйҗан йирикчиликиниң маһийити

күнтәртип вә анализ (31)

1464832
әменийә- әзәрбәйҗан йирикчиликиниң маһийити

әменийә- әзәрбәйҗан йирикчиликиниң маһийити

күнтәртип вә анализ (31)

(мурат йешилташ)

 «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң хәвпсизлик тәтқиқатлири дириктори вә йазғучиси мурат йешилташ тәрипидин тәййарланған «әменийә- әзәрбәйҗан йирикчиликиниң маһийити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

7 әзәрбәйҗанниң товуз райони әрмәнийә чиграсиға җайлашқан болуп, 7-айниң 12-күни әрмәнийә қисимилириниң һуҗумиға учриди. һуҗумда йәттә әзәрбәйҗан әскири шеһит қилинди вә бу сәвәплик мәйданға кәлгән тоқунушларда һәр икки тәрәп зийанға учриди. әрмәнийә тәрәп әзәрбәйҗанни җавапкар көрсәткән болса, әзәрбәйҗан мәсуллири бу һуҗумниң әмәлийәттә бир «әрмәнийә иғвагәрчилики» икәнликини оттуриға қойди. бу тоқунуш узундин бери җимҗитлиққа чөмгән әрмәнийә – әзәрбәйҗан мунасивитини йеңидин хәлқара сийасәтниң күнтәртипигә елип кәлди.

1992- йили, әрмәнийә армийиси вә әрмәнийә қоллиған қураллиқ күчләр әзәрбәйҗанниң %20 гә йеқин қисмини ишғал қилған иди, булар тағлиқ қарабағ райони вә униң әтрапидики йәтти районни өз ичигә алатти . милйонлиған әзәрбәйҗан түрклири бу җәрйанда өйлиридин қоғлап чиқирилиди вә улар та һазирғичә өз дөлитидә сәргәрдан болуп йашаватиду. он миңлиған әзәрбәйҗанлиқ бу тоқунушта һайатидин айрилған иди. 1994- йили икки тәрәп уруш тохтитиш килишими имзалиған болуп, буниңдин кийин бу тоқунуш «тоңлитилған» дәп тәриплинип келингән иди. әмма, 2016- йили 4- айда мәйданға кәлгән төт күнлүк кәскин уруш йәнә 200 кишиниң җиниға замин болди. 2018- йили йаз бешида әзәбәйҗанниң нахчиван аптоном җумһурийитиниң тағлиқ райониға җайлашқан, истиратигийилик әһмийәткә игә болған кичик йиза гуннутниң трапини қайтурвилиш үчүн әзәрбәйҗан армийәси һәрикәт елип барди. бу икки вәқә 1994- йилидин бери бу районда мәйданға кәлгән өзгүрүшләр иди.

         товуз һуҗуми әрмәнийә – әзәрбәйҗан тоқунушида йеңи бир пәрдиниң ечилғанлиқидин дерәк бериду. бу тоқунуш илгири болғиниға охшаш адди йәрлик тоқунуш катигорийәсидин һалқип, росийә, иран вә түркийәни өз ичигә алған  район характирлик (гиополитикилиқ) риқабәтниң муһим бир қисми дәп қарилиши керәк. бу нуқтидин елип ейтқанда товуз райониға қилинған һуҗумниң арқисида нурғун сәвәпләр бар.

         биринҗи сәвәп, район характирлик риқабәтниң кавказ линийәсигә кеңәймәкчи боливатқанлиқидур. бу нуқтида, русийәниң икки дөләтниң арисидики тоқунуштин нәп алидиғанлиқини әскәртип өтүш керәк. бу тоқунуш русийәни райондики күчини күчәйтииш үчүн йеңи пурсәтләр билән тәминләйду. гәрчә русийә асаслиқ истиратигийәсини әрмәнийә асасида қурған болсиму, әмма әрмәнийәгә охшашла әзәрбәйҗанниңму әң чоң қорал – йарақ тәминлигүчи дөлити. район муқимсизлиқиниң русийәниң һәр икки дөләткә қоал – йарақ сетишидики йиңи сәвәп болалайдиғанлиқи бу нуқтидин (район характирлик риқабәт нуқтисидин) муһим бир сәвәптур.

         әрмәнийә – әзәрбәйҗан тоқунушиға қол тиққан йәнә бир район характилик актийор ирандур. иранниң, әзәрбәйҗанниң асаслиқ дүшмини болған әрмәнийәгә йеқин болишиму бакуни әндишигә салиду. алдинқи әсирниң 90-йиллириниң бешидики тағлиқ қарабағ уруши мәзгилидә , иран әзәрбәйҗанниң бу райондики ролини чәткә қеқиш үчүн әрменийәниң йенида иди. 2019-йили әрменийә-иран содиси рекорт йаратти. иран президенти һәсән руһани өткән йили әрменийәдә зийарәттә болғанда: «биз достимиз вә қошнимиз әрменийә билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдуруш вә кеңәйтишкә интайин әһмийәт беримиз» дегән иди.

         әлвәттә, тарихи вә мәдәнийәт сәвәплири билән түркийәму райондики әң муһим актийорларниң бири вә әзәрбәйҗан билән бир сәптә турмақта. русийәниң, туркийәниң деққитини сүрийә вә ливийә қатарлиқ җайлардин бураш үчүн кавказ райониниң һараритини ашуруш қарари алғанлиқи иһтималға йеқин вә бу иһтималиқ түркийәни тихиму муһим орунға елип келиду. москованиң әриван һөкүмити үстидики тәсир күчини диққәткә алғинимизда, бу иһтималлиқниң мумкинликини оттуриға қойалаймиз.

         тилға елинған район характирлик риқабәттин башқа, тоқунушниң арқисида иқтисади сәвәпләрму бар. бу қетим нишанға елинған адәм кәнти, йавро-асийа қуруқлуқиниң мәркизигә җайлашқан болуп, каспи районини йавропа вә хәлқара ениргйә базириға туташтуридиған асаслиқ нифит вә тәбий газ турба йоллириға интайин йеқин. хәритигә қарайдиған болсақ, йавропа билән асийа оттурисидики ениргийә вә тиҗарәт мәһсулатлириниң тошулиши үчүн пәқәт үч йолниң барлиқини көрәләймиз. йәни: иран, русийә вә әзәрбәйҗан йоллири. кәңлики аран 100 киломитир келидиған бу кичик сода каридори әзәрбәйҗанниң иккинҗи чоң шәһири вә бу райондики кона йипәк йоли сода мәркизи болған гәнҗәниң исми билән «гәнҗә бошлуқи» (гәнҗә каридори) дәп атилип кәлгәниди. йеқинқи тоқунушларниң көпинчиси гәнҗә бошлиқиниң нәқ оттурисида йүз бәрмәктә.

         һазир, русийә вә иранни айлинип өтүп, гәнҗә бошлуқини кесип өтидиған үч чоң нифит, тәбиий газ турубба йоли бар. булар: баку – типлис – җәйһан турубба йоли, баку – супса турубба йоли вә җәнубий еқим тәбиий газ каридори.  ғәрбий йавропани каспи райониға туташтуридиған оптик кабил муһим ташйол вә төмүрйол линийәсигә охшаш гәнҗә бошлиқидин өтиду. иниқки, товуз һуҗуми бу җуғрапийлик иқтисади (гиоикономик) хәзинини бивастә нишан қилиду. әгәр росийә бирла вақитта һәм йавропани, һәм ливийә вә сүрийә мәсилиси сәвәбидин түркийәни қисташқа урунса, униң үчүн гәнҗә бошлуқидин бәкрәк йахши бир нишан тепилмайду. бу нишанға йетиш үчүн әрменийәниң өзини русийәгә ишлитиши тәбиийдур.  ички сийасәттин, иқтисади вәзийәтниң начарлишишиғичә әрмәнийениң әзәрбәйҗанни қалаймиқанлаштуруш үчүн бирмунчә сәвәби бар.

         әрмәнийә – әзәрбәйҗан тоқуниши йеңи район характирлик кирзисниң муқәддимисидур. бу нуқтидин елип ейтқанда тоқунушниң йөлүнишини йеқиндин көзитишимиз вә туқунушниң чоңқурлишиш иһтималлиқиға қарши тәййар болишимиз кирәк.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر