әзәрбәйҗан - әрменийә чеграсидики кәскин тоқунуш давамлашмақта

әзәрбәйҗан - әрменийә чеграсида давамлишиватқан тоқунушта, әзәрбәйҗан армийәсиниң бир йуқири дәриҗилик лейтенанти шәһид болди.

1454137
әзәрбәйҗан - әрменийә чеграсидики кәскин тоқунуш давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, чеграниң товуз районида түнүгүн башланған тоқунушларниң кечичә давамлашқанлиқи билдүрүлди.

тоқунушта әзәрбәйҗан армийәсиниң бир лейтенантиниң шеһит болғанлиқи билдүрүлди.

әзәрбәйҗан армийәсиниң кечичә зәмбирәк, минамйот вә танка билән әрменийә армийәсигә тәвә истиһкамларни, зәмбирәк батарейәси вә аптомобиллирини пачақлап ташлиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, әрменийә тәрәпниң өлгән әскәрлиригә мунасивәтлик учурларни йошуриватқанлиқи тәкитләнди.

вәзийәт әзәрбәйҗан армийәсиниң контроллуқида икәнлики, дүшмәнгә қарши җаза тәдбирлириниң ишқа ашурулғанлиқи уқтурулди.

министирлиқ әрменийә армийәсигә тәвә бир истиһкамға қилинған һуҗумниң учқучисиз айропилан арқилиқ тартилған көрүнүшлириниму һәмбәһирлиди.

әрменийә армийәси түнүгүн чеграниң товуз районида, әзәрбәйҗан истиһкамлириға топ етип һуҗум қилишқа урунған вә әзәрбәйҗан армийәси тегишлик җавап қайтурғандин кейин, еғир йоқутушқа учрап чекингән иди.

тоқунушта әзәрбәйҗан армийәсидин 3 әскәр шеһит болған вә 4 әскәр йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر