әлийев әрдоғанға рәһмәт ейтти

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, вухән вируси (ковид – 19)ға қарши күришигә һәмдәмлишиш мәқситидә түркийәдин дөлитигә әвәтилгән теббий йардәм буйумлири үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрди.

1450242
әлийев әрдоғанға рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан җумһурийити пирезидентлиқ мәһкимиси байанат берип, пирезидент илһам әлийевниң җумһур рәис әрдоғанға мәктуп йоллап, түркийәдә ковид – 19 дин йуқумлинип қаза қилғанларниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүргәнликини, йуқумланғучиларға шипалиқ тилигәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, әрдоғанниң 2020 – йили 5 – ийулда йоллиған мәктупи үчүн миннәтдарлиқини ипадилигән әлийев, түркийәниң әрдоғанниң рәһбәрликидики ковид – 19 ға қарши елип барған паалийәтлириниң тәқдирләшкә әрзийдиғанлиқини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر