әзәрбәйҗан түркийәдин қораллиқ учқучисиз айропилан «SİHA» алидиғанлиқини елан қилди

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири, алий генерал закир һәсәнов бир телевизийә қанилиға бәргән байанатида, әзәрбәйҗан армийәсиниң йеңи қорал вә запчас сетивилишиға алақидар мәлумат бәрди.

1441030
әзәрбәйҗан түркийәдин қораллиқ учқучисиз айропилан «SİHA» алидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: генерал закир һәсәнов программа сунғучиниң «түркийәдә ишләпчиқирилған қораллиқ учқучисиз айропиланлар сүрийә вә ливийәдә мувәппәқийәт қазанди. әзәрбәйҗанниң бу қоралларни түркийәдин елиш нийити барму?» дегән соалиға җавап берип,  «бу йөнилиштики хизмәтләр давамлишиватиду. һазир қолға кәлгән тнәтиҗиму бар» деди.

министир закир һәсәнов, қериндаш түркийәниң өз нөвитидә йәнә, әзәрбәйҗанға һәрбий саһәдә малийә җәһәттинму йардәм қиливатқанлиқини,   вә әзәрбәйҗан дөләт мәҗлисиниң бир мәзгил илгири бу һәқтики келишимниму тәстиқлап болғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر