түрк кеңишиниң <вухән вируси> ға қарши күриши

түрк кеңишиниң ға қарши күришиниң һазирқи әһчвали.

1438691
түрк кеңишиниң <вухән вируси> ға қарши күриши

түркийә авази радийоси: түрк кеңишигә әза дөләтләрдә «вухән вируси» билән йуқумлинип өлгәнләрниң сани 200 миңдин ешип кәткән болуп, бу рәқәм күнсери көпәймәктә. шу вәҗидин, әза дөләтләр сәһийә саһәсидики паалийәтлирини йәниму қойуқлаштурған һалда давамлаштурушқа тиришмақта.

2020 – йили 28 – апрел күни түрк кеңиши сәһийә министирлири  телевизийә - телефон йиғини чақирилди. йиғинда, түрк кеңиши сағламлиқ маслаштуруш комитетиниң қурулуши қарарлаштурулғаниди. 2020 – йили 8 – ийун күни түрк кеңиши сағламлиқ маслаштуруш комитетиниң тунҗи қетимлиқ  телевизийә - телефон йиғини ишқа ашурулди. йиғинға, түрк кеңишигә әза вә көзәткүчи дөләтләрниң муавин сәһийә министирлири қатнашти. йиғинда, тәрәпләр «вухән вируси» ниң техиму кәң тарқилип кетишиниң алдини елиш, дийагноз қойуш вә давалаш мәсилилиридә өзара учур алмаштурди, һәмдә ортақ һәмкарлиқ пурсәтлири һәққидә музакирә елип барди. шуниң билән бир вақитта, даңлиқ  теббий мутәхәссисләрниң иштирак қилишида тор муһити астида маарип, билим ашуруш пирограммилири, хәлқара илмий муһакимә  телевизийә - телефон йиғинлири чақириш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилди.  түрк дунйаси сақлиқни сақлаш хадимлири дәсләпки қәдәмдә измирдики карантин арилида зәнҗирсиман ортақ программиларни ишқа ашуриду.  «вухән вируси» ға қарши күрәштә ортақ санлиқ мәлумат амбири вә йуқум әһвалини назарәт қилиш системиси қуруш тоғрисидиму келишим һасил қилинди.  буниңдин башқа йәнә, «зәнҗирсиман тәминләш гурупписи», һәр бир дөләттин 10 алим қатнишидиған «сағламлиқ илмий гурупписи» қуруш қарарнамисиму қобул қилинди. алдимиздики мәзгилдә түрк кеңиши қармиқида сағламлиқ мунбири йиғини чақирилиду.

түрк кеңишигә әза дөләтләрниң ортақ «вухән вируси» ваксиниси тәтқиқ қилип йасаш хизмитигә түркийәниң башламчилиқ қилидиған болуши, йиғинда мақулланған муһим қарарлардин бири болди. «вухән вируси» басқучини мувәппәқийәтлик һалда башқуруватқан түркийә, «вухән вируси» ваксиниси мәсилисидиму паалийәтлирини давамлаштурмақта. түркийә бишкәктә салдурған толуқ әслиһәлик дохтурхана, «вухән вируси» ға қарши күрәш даирисидә бимарларни қобул қилишқа башлиди. түркийәниң башқа түрк җумһурийәтлиригә қарита теббий йардәмлириму давамлашмақта.

«вухән вируси» басқучидики тунҗи пәвқуладдә башлиқлар йиғиниға дунйа сәһийә тәшкилатиниң баш катипини тәклип қилған түрк кеңиши, түрк дунйасида бу саһәдә ташлинидиған қәдәмләргә йетәкчилик қилишни давамлаштурмақта. <вухән вируси> билән йуқумланғанлар сани барғансери көпийиватқан, иккинчи вә үчинчи йуқум басқучиниң йүз бериш еһтималлиқи һәққидә талаш - тартиш қилиниватқан вә ваксина техи тепилмиған бир пәйттә, түрк дунйасиниң һалқилиқ тәшкилати болған түрк кеңишиниң сағламлиқ саһәсидики башламчилиқ тәтқиқати, «вухән вируси» басқучиниң техиму йахши башқурулушиға зор төһпиләрни қошиду.  тәшкилат қармиқида қурулған сағламлиқ илмий һәйити вә COVID-19  ни көзитиш системиси «вухән вируси» ға қарши күрәштә муһим рол ойнайду.

«вухән вируси» ниң қисқа мәзгилдә түгимәйдиған болуши, сағламлиқ сайаһитини өз ичигә алған барлиқ саһәләрниң паалийәтлирини изчил давамлаштурушини тәқәзза қилиду. бу әһвалда, дөләтләр ара мунасивәтләрниң тәрәққий қилдурулуши, инсанларниң күндилик һайатиниң қолайлаштурулуши вә йардәмлишишниң алдинқи пиланға чиқирилиши, қериндашлиқниң тәқәззасидур.

«вухән вируси»  билән бирликтә ғәрбтә бәзи дөләтләрниң сағламлиқ системилириниң вәйран болуши, сағламлиқ системисиниң дөләтниң көзитиши вә һимайиси астида болушниң зөрүрлүкини испатлап бәрди. түрк җумһурийәтләрниң буниңдин  тәҗрибә – савақларни йәкүнләп, түркийәниң рәһбәрликидә сағлам ортақ сәһийә тори шәкилләндүрүши мумкин. дәрвәқә, сәһийә саһәсидики бу ортақ паалийәтләр, «түрк келәчики – 2040» истиратегийәсиниң сағламлиқ пирограммисиға сағлам земин һазирлап бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر