қирғизистанда йеңи һөкүмәт қурулди

қубатбек боронов қирғизистанниң йеңи баш министири болди.

1437796
қирғизистанда йеңи һөкүмәт қурулди

түркийә авази радийоси хәвири: алдинқи күни «чириклик» җинайити билән әйибләнгәнлики сәвәбидин муһәммәдқалий абилғазийев баш министирлиқ вәзиписидин  истепа бәргәндин кейин, 120 кишилик парламент йеңи баш министир вә һөкүмәтни бекитиш үчүн йиғин чақирған иди.

қубатбек боронов парламентта сөзлигән нутуқида, һөкүмәтниң алдинқи қатардики хизмити иқтисадниң муқимлиқини қоғдашв вә давамлаштуруш шундақла йеңи типтики таҗисиман вирус (ковид -19) ға қарши күрәш қилиш вә парламент омумий сайлимини рәткә селиш икәнликини ейтқан иди.

қубатбек боронов һөкүмәт кабинетида көрүнәрлик өзгиришләрни қилмиди. биринчи муавин баш министирлиқиға алмазбек батирбековни вә баш министир учур - алақә техникилири дөләт комитети башлиқлиқиға алтинбек исмайиловни тәйинлиди.

һөкүмәт программиси, қурулмиси вә министирлар кабинетиму парламентта тәстиқтин өтти.

боронов қирғизистанниң җәнубидики ош райониниң өзген шәһиридә туғулған, бишкәк техника унверситити бинакарлиқ факултетини пүттүргән болуп, 2003 – йилидин 2018 - йиллиғичә җидди һаләтләргә тақабил туруш министирлиқида һәр хил вәзипиләрни өтигән иди.

боронов, муһәммәдқалий абилғазийевниң һөкүмәт кабинетида биринчи муавин баш министир вә дөләтлик вирусқа қарши күрәш баш иштаби башлиқи вәзиписини өтимәктә иди.

31  - авғустта мустәқиллиқиниң 29 - йиллиқини тәбрикләш алдида турған қизғизистанниң 31 - баш министири қубатбек боронов болуп сайланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر