ирақ түркмән фиронти түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди

ирақ түркмән фиронти башлиқи әршат салиһи, османли дәвридин қалған қәйсәри базирини әслигә кәлтүрүш хизмәтлирини ахирлаштурған түркийә һәмкарлиқ вә координатсийә агенитлиқи- тикаға миннәтдарлиқ билдүрди.

1378817
ирақ түркмән фиронти түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ түркмән фиронти башлиқи әршат салиһи, кәркүктики 2018 – йили йүз бәргән от апитидә харабиликкә айлинип кәткән османли дәвридин қалған қәйсәри базирини әслигә кәлтүрүш хизмәтлирини ахирлаштурған түркийә һәмкарлиқ вә координатсийә агенитлиқи- тикаға миннәтдарлиқ билдүрди.

әршат салиһи байанат берип, базарни әслигә кәлтүрүш үчүн тикаға йолйоруқ чүшүргән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға рәһмәт ейтти.

бу йардәмниң бир һәмкарлиқ сигнали икәнликигә ишарәт қилған салиһи, қошна дөләт түркийәниң һечбир вақит ирақ хәлқи вә түркмәнләрни йалғуз ташлап қоймиғанлиқини тәкитлди.

у, түркийә ташлиған бу қәдәмниң ирақтики йүзләрчә тарихий йадикарлиқни әслигә кәлтүрүш үчүн ирақ һөкүмитигә үлгә болушини үмид қилидиғанлиқини қәйт қилди.

кәркүк шәһәр мәркизигә җайлашқан османли империйәси дәвридә селинған тарихий қәйсәри базирида 2018 – йили 26 – нойабирда һазирғичә ениқлиналмиған бир сәвәбтин от апити йүз берип, базардики нурғун дукан еғир талапәткә учриғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر