әзәрбәйҗан - әрменийә алдинқи сепидә бир әзәрбәйҗан әскири шеһит болди
әзәрбәйҗан армийәсиниң бир әскири, әзәрбәйҗан -әрменийә чеграсида әрмән мәргәнниң оқи тегип шеһит болди.
1373542
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт чегра мудапиә қоманданлиқ мәркизиниң байанатиға қариғанда, әрменийә әскәрлири газаһ өлкисиниң қушчу айрим йезиси әтрапида уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилған.
байанатта , әзәрбәйҗан армийәсиниң орхан пашазадә исимлик бир әскириниң әрменийә мәргәнлириниң оқи тегип йариланғандин кейин дохтурханида давалаш үнүм бәрмәй шеһит болғанлиқи билдүрүлди.
байанатта, әрменийә һөкүмитиниң, әзәрбәйҗанниң хәлқара җәмиәйт тәрипидин етирап қилинған чегралирини қоғдаватқан бир әскириниң шеһит болушиниң җавабкари икәнлики әскәртилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әрменийә төт йезисини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди
әрменийә 1-қарабағ урушида ишғал қиливалған 4 йезини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди.