қазақистан русийәгә «себирйәниң күчи» тәклипи сунди

қазақистан русийәгә «себирийәниң күчи 2 тәбиий газ туруба линийәси» ниң қазақистан терротерийәсидин өтүши үчүн тәклип сунди.

1358989
қазақистан русийәгә «себирйәниң күчи» тәклипи сунди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан енергийә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, министир нурлан ногайевниң русийә зийарити даирисидә русийә енергийә министири александир новак билән көрүшкәнлики, учришишта, тәрәпләрниң енергийә саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш мәсилилири һәққидә музакирә елип барғанлиқи, ногайевниң новакқа, <сербирийәниң күчи 2 тәбиий газ туруба линийәсини қазақистан терротерийәсидин өткүзүп, хитайниң шәрқий – ғәрбий туруба линийәси системисиға туташтуруш тәклипи сунғанлиқи, новакниң һәр икик тәрәпниң, нефит вә тәбиий газ туруба линийәси мәсилисидә өзара мәнпәәт йәткүзүш мәқситидә һәмкарлиқ орнитиш имканийәтлиригә игә икәнликини қәйт қилғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر