әзәрбәйҗанда йәрлик сайлам өткүзүлди
бүгүн (23-йили 2019-декабир) әзәрбәйҗанда шәһәр, базар вә йеза парламент әзалирини бәлгиләш үчүн сайлам өткүзүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан хәлқи мустәқиллиққә еришкәндин кейин өткүзүлгән бәшинчи нөвәтлик йәрлик сайламларда, парламент әзалирини сайлаш үчүн беләт ташлиди.
сайлам бүгүн шу йәр вақти әтигән саәт 08:00 дә башланди. 41 миң 462 намзат 1606 һәр дәриҗилик һөкүмәтниң 15 миң 156 парламент әзалиқи үчүн риқабәтләшти. бу қетимқи сайламда 4 милйон 972 миң сайлиғучи беләт ташлайду. беләт ташлаш ишлири бүгүн шу йәр вақти 19:00 да ахирлишиду.
әзәрбәйҗан қануни бойичә, йәрлик сайламларда алди билән һәр дәриҗилик парламентларниң әзалири сайлиниду. арқидин парламент әзалири һәр дәриҗилик һөкүмәт башлиқлирини сайлайду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шивейтсарийәдә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә
шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә.
әрменийә төт йезисини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди
әрменийә 1-қарабағ урушида ишғал қиливалған 4 йезини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди.