қутадғубилик сийасәтнамиси йезилғанлиқиниң 950 –йили қирғизистанда хатирилинидиған болди

түрк - ислам тарихиниң әң катта шаири, алим вә мутәпәккури йүсүф хас һаҗип тәрипидин қутадғубилик сийасәтнамиси йезилғанлиқиниң 950 – хатирә йили мунасивити билән, қирғизистан чоң бир хәлқаралиқ конферансқа саһибханлиқ қилидиған болди.

1284975
қутадғубилик сийасәтнамиси йезилғанлиқиниң 950 –йили қирғизистанда хатирилинидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан мәдәнийәт, учур - алақә вә сайаһәт ишлири министирлиқи ахбарат мәркизи елан қилған байанатта, министир азамат җаманқолувниң хәлқара түрк академийәси башлиқи пирофессор доктор дәрхан қидирили билән бу йил өткүзмәкчи болған «қутадғубилик сийасәтнамиси йезилғанлиқиниң 950йили» темлиқ хәлқаралиқ конферансни музакиәиләшти.

қирғизистан пирезиденлиқ мәһкимиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта болса, пирезидент соронбай җәенбековниң пирофессор доктор дәрхан қидирилиниң зийаритини қобул қилғанлиқи, дәрхан қидирилиниң қутадғубилик сийасәтнамиси йезилғанлиқиниң 950хатирә йили мунасивити билән орунлаштурулидиған паалийәтләр вә хәлқара түрк академийәсиниң кәлгүсидики паалийәтлиридин башқа йәнә, алдинқи қатардики кәлгүси пиланлири үстидиму мәлумат бәргәнлики билдүрүлди.

пирезидент соронбай җәенбековниң түрк тарихи, күлтүри вә түрк хәлқлириниң атақлиқ затлири һәққидә хәлқаралиқ конферанслар, мунбәр йиғинлири вә лексийә йиғинлири өткүзүп келиватқан хәлқара түрк академийәсиниң актип хизмәтлири тәрәпкә һәмминиң диққитини тартип, қутадғубилик сийасәтнамиси йезилғанлиқиниң 950хатирә йилиға аталған бу қетимқи хәлқаралиқ конферансниң йуқири сәвийәдә өткүзүлүшигә даир күткән үмидлирини билдүрди.

түркистан земинида миң йиллар илгири исламни қобул қилип, һөкүм сүргән тунҗи түрк дөлити қараханийлар дәвридә дунйаға кәлгән вә кашғәрдә вапат болған йүсүп хас һачип, қутадғ билик намлиқ сийасәтнамә вә нәсиһәтнамисини йезип қалдурған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر