түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши паалийитидә муһим келишим имзаланди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи истиратегийәлик тәтқиқат мәркизи «SAM» билән әзәрбәйҗан пирезидентлиқи хәлқара мунасивәтләр анализ мәркизи «AIR Center» оттурисида һәмкарлиқ келишими имзаланди.

1281198
түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши паалийитидә муһим келишим имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда түркий дөләтләр оттурисидики һәмкарлиқниң әң йуқири дәриҗилик оргини «түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши» қурулушиниң асаси болған наһчиван әһнамиси имзаланғанлиқиниң 10йили мунасивити билән конферанс өткүзүлди.

әзәрбәйҗан пирезидентлиқи хәлқара мунасивәтләр анализ мәркизи «AIR Center» тәрипидин өткүзүлгән конферансқа әзәрбәйҗан муавин ташқи ишла министири рамиз һәсәнов, түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири гәвдиси «TÜRKPA» ниң баш катиби алтинбек мамайосуфув, түркий телида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши муавин баш катиби қисмәт гөзелов, хәлқара түрк күлтүри вә мираси фонди җәмийити башлиқи гунай әфәндийева, әзәрбәйҗан пирезидентлиқи хәлқара мунасивәтләр анализ мәркизи «AIR Center» ниң башлиқи фәрид шефийев вә нурғун санда академиклар қатнашти.

қирғизистан, қазақистан, өзбекистан вә венгирийә истиратегийәлик тәтқиқат мәркәзлириниң мәсуллири вә вәкиллириму қатнашқан конферансқа, түркийәгә вакалитән түркийә ташқи ишлар рминистирлиқи истиратегийәлик тәтқиқат мәркизи «SAM» ниң башлиқи доктор уфуф улуташ вә түркийәниң бакуда турушлуқ баш әлчиси әркан өзорал қатнашни.

конферанста, түркий телида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң қурулуш башқучи, бүгүнгә қәдәр қолға кәлтүрүлгән утуқлар, бу органниң техиму күчлүк һалға келиши үчүн қилишқа тегишлик хизмәтләр вә наһчиван әһдинамисиниң муһим әһмийити һәққидә ликсийәләр сунулди.

паалийәт даирисидә, түркийә ташқи ишлар министирлиқи истиратегийәлик тәтқиқат мәркизи «SAM» билән әзәрбәйҗан пирезидентлиқи хәлқара мунасивәтләр анализ мәркизи «AIR Center» оттурисида һәмкарлиқ келишими имзаланди.

келишимгә түркийә ташқи ишла министирлиқи истиратегийәлик тәтқиқат мәркизи «SAM» ниң башлиқи доктор уфуф улуташ билән әзәрбәйҗан пирезидентлиқи хәлқара мунасивәтләр анализ мәркизи «AIR Center» ниң башлиқи фәрид шефийев имза қойди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر