бүгүн түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ күни (байрими)

түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ күни (байрими)ниң өзара иттипақлиқ күчәйгән бир мәзгилдә тәбрикилиниватқанлиқи елан қилинди.

1281060
бүгүн түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ күни (байрими)

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқидин елан қилинған йазма байанатта, түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң қурулишиға даир наһчиван әһдинамисиниң 2009йили 3 - өктәбирдә имзаланғанлиқи әскәртилди.

әһдинаминиң түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан вә қирғизистан оттурисида имзаланғанлиқи вә хатирә йилиниң һәр йили «түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ күни» сүпитидә алаһидә тәбриклинип келиватқанлиқи тәкитләнди.

байанатта, «10нөвәтлик хатирә йили тәбриклиниватқан <түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ күни> 15өктәбирдә әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда өткүзүлидиған түрк кеңишиниң 7нөвәтлик рәһбәрләр йиғиниға өзбекситанниң толуқ әза сүпитидә қатнишиши шундақла түрк кеңиши йавропа ишханисиниң паалийәт башлишиға шаһит болмақтимиз. шу вәҗидин бизликимизтехиму күчәйгән мәзгилидә бу күнни тәбриклимәктимиз» дейилди. 

өткән 10 йиллиқ мәзгилдә түрк кеңишиниң системилиқ органлишиши үчүн муһим қәдәмләрниң ташланғанлиқи алаһидә тәкитләнгән байанатта йәнә, «кеңәш билән һәмкарлиқ ичидә бирликтә хизмәт қиливатқан < түрк тилида сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири гәвдиси>, <хәлқара түрк күлтүри вә мәдәнийәт тәшкилати>, <түрк академийәси>, <түрк күлтүри вә мираси фонди җәмийити> шундақла <түрк кеңиши ортақ сода санаәт уйушмиси> қатарлиқ тәшкилатлар арқилиқ әза дөләтләр оттурисидики мунасивәтләр техиму кәң пухта асасқа игә қилинди. дост вә қериндаш түркий җумһурийәтлириниң ортақ тили, ортақ тарихи вә күлтүридин күч алған түрк кеңиши йавро асийаниң тинчлиқи, муқимлиқи вә байашатлиқи үчүн муһим төһпиләрни қошушни нишан қилған һалда кәлгүсигә қарап илгирилимәктә» дейилди.

түрк кеңиши 2009йили 3 - өктәбирдә қазақистанниң қурғучи пирезиденти нурсултан назарбайевниң тәклипи билән қурулған иди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر