өзбекистан, мустәқиллиқиниң 28 йиллиқини тәбриклимәктә

пирезидент шәвкәт мирзийайев, әҗдадларниң һөрмити үчүн һалда мустәқиллиқ йолидин қәтий вач кәчмәйдиғанлиқлирини ейтти.

1261678
өзбекистан, мустәқиллиқиниң 28 йиллиқини тәбриклимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт ташкәнттики форумлар сайирида өзбекистан мустәқиллиқиниң 28 йиллиқи хатириләнди. мурасимға пирезидент шәвкәт мирзийайев, һөкүмәт әзалири, чәт әллик дипломатлар вә көп санда меһман иштирак қилди. пирезидент шәвкәт мирзийайев мурасимда сөз қилип, өзбекистанниң тәрәққийатниң йеңи басқучиға қәдәм қойғанлиқини әскәрткән һалда, «җасарәтлик вә қәтий ирадилик хәлқимиз, еғир синақ вә мүшкүлатларға қаримай, ирадисини намайан қилип, һәрдаим өзи таллиған мустәқиллиқ йолида чиң турди» дегәнләрни қәйт қилди.

өзбекистандики демократик мусапиниң арқиға йаналмайдиған бир басқучқа қәдәм қойғанлиқиға ишарәт қилған пирезидент шәвкәт мирзийайев, «бу йоруқ күнләрни йаритиш үчүн күрәш қилған әҗдадлиримизниң, 33 милйон хәлқимизниң, бизгә үмид вә ишәнч нәзири билән қараватқан әвладлиримизниң һөрмити үчүн, мустәқиллиқ йолидин һәргизму қайтмаймиз. кәлгүсиниң бүйүк өзбекистанини һәммимиз бирликтә қуруп чиқимиз» деди.

мустәқиллиқ байрими мунасивити билән дөләтниң тәрәққийатиға муһим төһпә қошқанлар, пирезидент мирзейайев тәрипидин имзаланған қарарнамигә асасән, дөләт мукапати вә медали билән мукапатланди.

пирезидент шәвкәт мирзийайев мурасимдин илгири мустәқиллиқ вә йахшилиқ хатирә мунарини зийарәт қилип гүл – чәмбирәк қойди, сабиқ совет түзүми тәрипидин өлтүрүлгән өзбек зийалийлириға беғишлап тикләнгән шеһитләр хатирә қәбристанлиқиға берип дуа қилди.

өзбекистан мустәқиллиқиниң 28 йиллиқи мунасивити билән дөләт миқйасида 3 күнлүк рәсмий тәтил елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر