һазар деңизиға чүшүп кәткән әзәрбәйҗан учқучисиниң җәсити тепилди

әзәрбәйҗанда мәшиқ учуши җәрйанида һазар деңизиға чүшүп кәткән уруш айропиланиниң учқучисиниң җәсити тепилди.

1255607
һазар деңизиға чүшүп кәткән әзәрбәйҗан учқучисиниң җәсити тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи һазар деңизиға чүшүп кәткән уруш айропиланиниң учқучисиниң җәсити тепилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, издәш-қутқузуш иизмәтлири нәтиҗисидә, учқучи рәшат атакишийевниң җәситиниң тепилғанлиқи вә әтә (21-авғуст) мурасим билән йәрликкә қойулидиғанлиқини билдүрүлди.

айропилан қалдуқини вә учқучисини тепиш хизмәтлиригә, түркийә деңиз армийә қоманданлиқиниң 10 кишилик деңиз асти издәш-қутқузуш әтрити қатнашқан иди.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи қилған йардими сәвәбидин түркийәгә тәшәккүрини билдүрди.

әзәрбәйҗан һава армийәсиниң «MiG-29» типлиқ айропилани, 2019-йили 24-ийул кәчтә мәшиқ җәрйанида һазар деңизиға чүшүп кәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر