«түркийә вә шималий қибрисниң һәқ – һоқуқлирини җан тикип қоғдаймиз»

дөләт мудапиә министири һулуси ақар түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ – һоқуқлирини җан тикип қоғдайдиғанлиқлирини билдүрди.

1251287
«түркийә вә шималий қибрисниң һәқ – һоқуқлирини җан тикип қоғдаймиз»
TCG Gemlik firkateyni.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң йуқири дәриҗилик қоманданлири билән бирликтә шималий қибрис түрк җумһурийитидә дөләт ишлири зийаритидә болған дөләт мудапиә министири һулуси ақар, тик учар айропилан билән йавуз нефит қидирип тәкшүрүш парахотиға йардәм бериватқан « TCG гәмлик қоғдиғучи парахоти» ни зийарәт қилди.

бу йәрдә, деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиниң шәрқий ақдеңиз вә әгә деңизидики паалийәтлири тоғрулуқ учур игилигән вә йолйоруқларни бәргән ақар, шәрқий ақдеңиз вә әгә деңизида қалаймиқанчилиқ туғдурулушиға әсла йол қоймайдиғанлиқлирини, сақлиниватқан мәсилиләрни инақ қошнидарчилиқ вә хәлқара қанунға асасән һәл қилишниң зөрүрлүкини һәмишә тәкитләп келиватқанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «башқилар ақдеңизда нефит қидирип тәкшүргәй, тәбиий байлиқлиридин бәһримән болғай, һәм қибрис хәлқи һәм түркийә җумһурийити дөлити һәмдә 82 милйон хәлқимиз буниңға қолини қавуштуруп қарап турғай. дунйада бундақ ишму боламду? һечким биздин бизниң бундақ қилишимизни күтмисун. чүнки биз һәм түркийә җумһурийитиниң, һәм қибрис хәлқиниң, һәмдә әзиз хәлқимизниң һәқ – һоқуқлирини җан тикип қоғдаймиз. бу һәқтики ирадимиз қәтийдур. җүмлидин, бу мәсилидә бизниң қудритимизни, күчимизни һечким синақ қилимән дәп хам хийал қилмисун.»

ақар қибрис арилидики зийарәтлири даирисидә чегра линийәлириниму көздин кәчүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر