«қибрис тинчлиқ һәрикити» мурасимлар арқилиқ тәбрикләнди

шималий қибрис түрк җумһурийитиниң пайтәхт ләфкошада «20 – ийул тинчлиқ вә әркинлик байрими» ниң 45 – йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән түрлүк мурасимлар өткүзүлди.

1239251
«қибрис тинчлиқ һәрикити» мурасимлар арқилиқ тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: мурасимларға шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси мустафа ақинҗи башчилиқидики шималий қибрис рәһбәрлири, түркийәниң ләфкоша баш әлчиси әли мурат башчәри қатарлиқлар иштирак қилди.

мурасимларда гүлчәмбирәкләр қойулди, һөрмәттә турулди, истиқлал марши оқулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر