татарлар исламийәтни қобул қилғанлиқиниң 1097 йиллиқини тәбриклиди

русийәгә қарашлиқ татаристан җумһурийитиниң болгар шәһиридә, татарларниң дөләт сүпитидә исламийәтни қобул қилғанлиқиниң 1097 йиллиқи хатириләнди.

1219241
татарлар исламийәтни қобул қилғанлиқиниң 1097 йиллиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т маарип, пән вә мәдәнийәт тәшкилати – йунескониң дунйа мираслири тизимликигә киргүзүлгән болғар шәһиридә өткүзүлгән «муқәддәс болғар йиғини» намлиқ хатириләш паалийитигә татаристан пирезиденти рустәм минниханов, татаристан парламенти башлиқи фәрит муһамәтшин, русийә пирезидентлиқ мәһкимиси әмәлдарлири, түркийәниң қазанда турушлуқ баш консули аһмәт садиқ доған, түрк тарих оргини башлиқи пирофессор доктор рәфиқ туран рийасәтчиликидики түркийә һәйити, русийә мусулманлири районлуқ диний ишлар идариси рәһбәрлик һәйити башлиқи мупти талгат таҗәттин, татаристан муптиси камил сәмигуллин, русийәниң 70 районидин кәлгән 1137 имам вә он миңларчә киши қатнашти.

пирезидент минниханов, «хатирә учури» бинасиға йеқин җайда өткүзүлгән йиғинниң ечилишида сөз қилип, татаристан вә русийә мусулманлирини бирлик вә баравәрлик орнитишқа чақирди. у, йеқинқи 10 йилда болғарда кәң көләмлик ремонт қилиш, әслигә кәлтүрүш хизмәтлириниң қилинғанлиқини билдүрүп, шәһәрниң барлиқ имканийәтлиридин русийә мусулманлириниңму пайдилиниши лазимлиқини вә келәчәктә бу йәрдә мусулманларниң пәрзәнтлири үчүн курсларни ечишни халайдиғанлиқлирини ейтти.

арқидин «кичик мунар» да дуа қилған мусулманлар, тарихий җәмиғ җамәсиниң қалдуқлири үстидә пешин намизини өтиди. 30 миң әтрапида адәм иштирак қилған тәбрикләш паалийити җәрйанида меһманларда миллий таамлар тартилди.


خەتكۈچ: #татар , #ислам

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر