даешниң кәркүктики һуҗумида 2 киши өлүп, 3 киши йаридар болди

ирақниң кәркүк шәһиридә террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин орунлаштуруп қойулған партлатқучниң узақтин партлитилиши сәвәбидин 1 сақчини қошқанда җәмий 2 киши өлди вә 3 киши йаридар болди.

1215221
даешниң кәркүктики һуҗумида 2 киши өлүп, 3 киши йаридар болди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк сақчи идариси башлиқи әли камал, һавиҗә наһийәсигә қарашлиқ садонийә йезиси әтрапидики терулғу җайға көмүп қойулған бомбиниң партлиғанлиқини ейтти.

әли камал бомбиниң илгири даеш тәрипидин орунлаштуулғанлиқини тәкитләп, бомбиниң йирақтин башқуруш үскиниси арқилиқ партилитилиши сәвәбидин районда вәзипә өтәватқан бир нәпәр ирақ федератисйә сақчи хадими билән йәнә бир пуқраниң өлгәнликини уқтурди.

әли камал партлашта теролғу җайда турушлуқ 3 деһқанниңму йардар болғанлиқини вә әтраптидики дохтурханиларда балнестқа елинғанлиқини ейтти.

террролуқ тәшкилати даеш кәркүк, мусул, әнбар, салаһиддин вә дийала қатарлиқ вилайәтләрдә пат - пат бихәтәрлик хадимлириға һуҗум қилиш вәқәлирини туғдуруп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر