ирақ түркмәнлири алдинқи сепиниң қурулғанлиқи тәбрикләнди

ирақ  түркмәнлири алдинқи сепи қурулғанлиқиниң 24 – йиллиқи кәркүктә өткүзүлгән мурасим арқилиқ тәбрикләнди.

1190355
ирақ түркмәнлири алдинқи сепиниң қурулғанлиқи тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: мурасимға кәркүк валийси рақан сәид, ирақ түркмәнлири алдинқи сепиниң башлиқи иршад салиһи, ирақ түркмәнлири алдинқи сепи кәркүк парламент әзалири вә көп санда йәрлик мәсуллар қатнашти.

ирақ түркмәнлири алдинқи сепиниң башлиқи салиһи мурасимда қилған сөзидә мундақ деди: «ирақ түркмәнлири алдинқи сепи қурулғандин буйан түркмән хәлқләрниң әң чоң қоғдиғучиси болуп кәлди. ирақни бирлик вә баравәрлик асасида қудрәтлик бир дөләткә айландуралайдиғанлиқимизға ишинимиз, ирақта мәзһәп характерлик вә етник айримчилиқни нишан қилидиған суйиқәстлик пиланларға қарши туруп келиватимиз, буниңдин кейинму шундақ  қилимиз. ирақни өз ичигә алған барлиқ район дөләтлириниң бирлик вә баравәрлики тәһдиткә дуч кәлмәктә, район дуч келиватқан суйиқәстлик пиланларни иран, түркийә, ирақ, сүрийә вә парис қолтуқи әллири бирлик вә баравәрлик асасида һәрикәт қилғандила андин битчит қилалайду. ирақ түркмәнлири алдинқи сепи кәркүктә барлиқ тәрәпләрни бағриға басидиған бир һакимийәтниң болушиниң зөрүрлүкгә ишиниду, буниң үчүн түркмән, корд, әрәб парламент әзалири вә вәкиллири бирликтә түрлүк қәдәмләрни ташлимақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر