астанадики достлуқ өйи қериндаш милләтләр мәдәнийәтлиригә қучақ ачмақта

қазақистанниң пайтәхти астанадики достлуқ өйи дөләт тәвәликидики һәрқайси қериндаш милләтләрниң өрп – адәтлирини өгинип гүлләндүрүши вә уларни тарқитишлириға пурсәт йаритип бәрмәктә.

1120115
астанадики достлуқ өйи қериндаш милләтләр мәдәнийәтлиригә қучақ ачмақта

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанниң пайтәхти астанадики достлуқ өйи дөләт тәвәликидики түрк, қирғиз, өзбек, таҗик, уйғур, азәри, татар вә башқа етник гуруппиларниң ана тиллирини, өрп – адәтлирини өгинип гүлләндүрүши вә уларни тарқитишлириға пурсәт йаритип бәрмәктә.

достлуқ өйи астананиң пайтәхт болушиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийәтлири даирисидә өткән йили мангистау өлкиси тәрипидин салдурулғаниди.

қазақистан хәлқ ансамбели қармиқидики 22 етник җамаәт достлуқ өйидә ачқан күлтүр мәркәзлири арқилиқ ана тиллирини, күлтүрлирини вә миллий әнәнилирини тонитиду.

достлуқ өйи бинасида көргәзмә заллири, етник гуруппиларниң ишханилири, йиғин зали, музей вә тамақ зали бар.

түрк, қирғиз, өзбек, таҗик, азәри, татар, уйғур, чечән, тунган, булғар, беларус, корейә вә башқа хәлқләрниң күлтүр мәркәзлири, бу йәрдә барлиқ кишиләргә һәқсиз тил вә уссул өгитиду.

етник гуруппилар әйни вақитта достлуқ өйидә өткүзүлидиған мәдәнийәт паалийәтлири сайисида ана тиллири, күлтүрлири вә әнәнилирини йашнатмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر