чингиз айтиматов алаһидә мурасим билән хатириләнди

чингиз айтиматов туғулғанлиқиниң 90 – йилида, қазақистанниң пайтәхти астанада «дунйа әдәбийатиниң катта әрбаби» темилиқ алаһидә мурасим билән хатириләнди.

1105740
чингиз айтиматов алаһидә мурасим билән хатириләнди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан дөләтлик күтүбхананиси тәрипидин уйуштурулған мурасимға қирғизистанниң астанадә турушлуқ баш әлчиси җәнбек қулубайев, парламент әзаси саутбек абдирәһмановдин башқа йәнә, нурғун санда әдәбийатчи вә меһманлар қатнашти.

чингиз айтиматов һәққидә қисқа тонуштуруш филими көрситиш билән башланған паалийәтниң арқидин қирғизистан баш әлчси қулубайев сөз қилип, униң қирғиз вә қазақ күлтүрини пүтүн дунйаға тонутқанлиқини ейтти.

қулубайев: «йазғучимиз қирғизистан билән қазақистанниң өзара мунасивәтлириниң тәрәққийатиға чоң төһпиләрни қошти» деди.

қирғизистан парламент әзаси абдирәһановму чингиз айтиматовниң йалғуз қазақлар билән қирғизларниңла әмәс, пүтүн түрк дунйасиниң йазғучиси икәнликини тәкитләп, «қазақ йазғучи мухтар арезовдин кейин түрк дунйасини бирләштүргән йазғучи айтиматовдур. дунйаға боз қирларниң һайатини, хәлқлиримизниң қиммәт қарашлирини тонутти» деди.

абдирәһанов йәнә, «айтиматовниң қалдуруп кәткән әсәрлири алаһидә әһмийәткә игә. айтиматовниң дунйа әдәбийатида мәңгү йашайдиғанлиқиға ишинимән» дегән сөзләрниму ишләтти.

чингиз айтиматов 1928йили 12декабирда қирғизистанниң талас вилайитигә қарашлиқ шәкәр йезисида дунйаға кәлгән иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر