әнқәрәдә қирғизистан күлтүри тонуштурулди

түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси билән қирғизистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханиси бирликтә әнқәрәдә «қирғизистан күлтүрини тонитиш күни» мурасими өткүзди.

1094525
әнқәрәдә қирғизистан күлтүри тонуштурулди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сиртики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисиниң һамамөнү ишханисидики мурасиминиң ечилиш йиғинида, қирғизистанниң әнқәрә әлчиханиси баш мәслиһәтчиси айбек акайев, түркийә сиртики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси хәлқара оқуғучилар бөлүми башлиқи әһмәт атабаш вә қирғизистандин кәлгән оқуғучилар намидин асилбек абдуғәнийев нутуқ сөзлиди.

мәслиһәтчи акайев түркийә  қирғизистан пирезидентлири сайисида өзара зийарәтләрниң йуқири өрлигәнликини ейтти.

күлтүр мираслириниң қоғдилиниши җәһәттә икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ үстидә тохтилип, «ишинимәнки, қериндаш түркийә хәлқи билән болған мунасивәтлиримиз техиму йуқири сәвийәләргә чиқиду» деди.

қирғиз йазғучи чиңгизайтиматов туғулғанлиқиниң 90йили мунасивити билән, түркийәдә һәр хил мурасимларниң өткүзүлгәнликини әскәрткән акайев 3декабирда антарәс сода сарийида рәсм көргәзмиси ечилидиғанлиқини елан қилди.

түркийә сиртики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси хәлқара оқуғучилар бөлүми башлиқи атабашму бу мурасимға саһибханлиқ қилиштин интайин хушаллиқ һес қиливатқанлиқини билдүрүп, оқуғучиларға хитаб қилған һалда, «бу йәр силәрниң йуртуңлар! силәргә һәр қандақ чағда керәклик йардәмләрни қилимиз» деди.

күлтүрләрни қоғдаш вә йәткүзүшниң муһимлиқини тәкилигән атабаш, дунйадики мәдәнийәт киризисини һәл қилиш үчүн өзара тонушушниң муһимлиқини тилға алди.

түркийә сиртики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисиниң хәлқара оқуғучилар академийәси пирограмисиниң бу йил башлинидиғанлиқини әскәртип, бу арқилиқ түркийәдә оқуған хәлқаралиқ оқуғучиларниң түркчә өгинишигә вә академик утуқларни қолға кәлтүрүшигә һәссә қошушни арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

түркийәниң оқуш йардәм пулиға еришип, оқушини давамлаштуруватқан қирғизистанлиқ оқуғучилар вәкили абдуғәнийев, қирғизистан күлтүрини тонуштуруш имканийити йаритип бәргәнлики үчүн, түркийә сиртики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисиға рәһмәт ейтти. 

абдуғәнийев икки дөләт мунасивәтлириниң давамлиқ йахши болуп кәлгәнликини билдүрүп, мунасивәтләрниң техиму йахшилиниши үчүн түркийәдә оқуватқан оқуғучиларниң йәлкисидә чоң вәзипилириниң барлиқини җекилиди. 

мурасимда қирғизистанни тонуштуруш филимидин башқа йәнә, манас дастани, қурманбек дастани вә әнәнивий нахша-уссуллардин сәрхил номурлар көрситлиди.

 мурасимда йәнә қирғиз тамақлири вә рәсим көргәзмилири ечилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر