әрдоған аптоном районға йариша һәқ – һоқуқларни толуқ иҗра қилиш келишими түзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған молдаваниң земин пүтүнликиниң түркийәгә нисбәтән һайатий әһмийәткә игә икәнликини ейтти.

1071315
әрдоған аптоном районға йариша һәқ – һоқуқларни толуқ иҗра қилиш келишими түзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған молдова зийарити даирисидә, гагавуз аптоном райониниң пайтәхтигә йетип барди.

әрдоған молдова пирезиденти додон вә гагавуз аптоном райони рәиси ирина вилаһ билән көрүшкәндин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

әрдоған: «молдованиң земин пүтүнлики бизгә нисбәтән һайатий әһмийәткә игә. түркийә болуш сүпитимиз билән худди илгирикидәкла алдимиздики дәврләрдиму ирқдашлиримизни қоллашни давамлаштуриғанлиқимизни алаһидә тәкитләймән. бирақ, бизниң көрүшни халайдиғинимиз гагавузниң бирлик вә бараврәлик ичидә молдова билән мүрини мүригә тирәп тәрәққий қилиш тиришҗанлиқлирини давамлаштуралишидур» деди.

әрдоған молдова билән гагавузниң 1944йилидин буйан намайан қилған тинчлиқпәрвәрлики вә хатирҗәмлик ичидә бирликтә йашаш ирадисини көрүштин өзини толиму бәхтийар һес қилғанлиқини тәкитләп: «һөрмәтлик пирезидент игор додон вә һөкүмитиниң қоллиши билән һөрмәтлик рәис вә гагавуз мәсуллириниң аптоном районға йариша һәқ һоқуқларни толуқ иҗра қилиш үчүн конкрет қәдәмләрни ташлаш һәққидә келишим һасил қилдуқ» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر