қиримда бир мәктәптә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 18 оқуғучи һайатидин айрилди

русийә техи йеқиндила өзигә қошувалған қиримда бир мәктәптә йүз бәргән партлашта 18 оқучи һайатидин айрилип 47 киши йаридар болди.

1070751
қиримда бир мәктәптә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 18 оқуғучи һайатидин айрилди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләтлик террорлуққа қарши күрәш комитети тәрипидин елан қилинған байанатта, қиримда бир оттура техникомда партлаш вә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнлики билдүрүлди.

йәрлик мәсуллар һуҗумда 47 кишиниң йаридар болғанлиқини билдүрди.

русийә тәкшүрүш комитетидин елан қилинған байанатта, партлашта парчә тәсирлик бомба ишлитилгәнлики қәйт қилинди. 

йәрлик мәсуллар һуҗум қилғучиниң қиримға қарашлиқ кәрч шәһиридин виладислав рослийаков исимлиқ 18 йашлиқ бир оқуғучи икәнликини вә униң һуҗумдин кейин өзини өлтүрвалғанлиқини ейтти.

русийә тәкшүрүш комитети вәқәгә җинайәт дәп баһа бәрди.

байанатта, һуҗумда һайатидин айрилғанларниң көпинчисиниң қораллиқ һуҗумда өлгәнлики әскәртилди.

русийә пирезиденти виладимир путинму вәқә һәққидә елан қилған байанатида, һуҗумниң инчикә тәкшүрүлидиғанлиқини вә тәкшүрүш нәтиҗисини хәлқ билән һәмбәһирлишидиғанлиқини билдүргән иди.

кремлин байанатчиси димитри песков партлашниң террорлуқ һуҗуми болуш еһтимали үстидиму тәкшүрүш елип беливатқанлиқини билдүргән иди.

вәқәдин кейин дәсләпки байанатта, партлашниң газ қапсилип қилиш сәвәбидин йүз бәргәнлики билдүрүлгән иди.

қиримда 3 күнлүк матәм елан қилинди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر