өзбекистан билән әзәрбәйҗан һәрбий келишим түзди

өзбекистан билән  әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқлири оттурисида 2019 – йиллиқ һәрбий һәмкарлиқ келишими имзаланди.

1067387
өзбекистан билән әзәрбәйҗан һәрбий келишим түзди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан дөләт мудапиә министирлиқи ахбарат васитилири ишханисиниң билдүрүшичә, өзбекистан дөләт мудапиә министири абдусалам әзизов, мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдисигә әза дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн пайтәхт ташкәнттә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов билән бир йәргә җәм болған. икки министир учришишт, әзәрбәйҗан билән өзбекистан оттурисидики һәрбий вә һәрбий тәлим - тәрбийә саһәлирики һәмкарлиқ вә нуқтиийнәзәрләрдин сирт йәнә, һәрбий техника мәсилилири тоғрилиқму музакирә елип барған. учришишта йәнә, өзбекистан билән әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқлири оттурисида 2019 – йиллиқ һәрбий һәмкарлиқ келишими имзаланған.

әзизов йәнә, беларусийә дөләт мудапиә министири андрей райков биләнму көрүшкән. икки дөләт оттурисидики һәрбий вә һәрбий тәлим - тәрбийә саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтиш мәсилилири музакирә қилинған учришиштин кейин, икки дөләт дөләт мудапиә министирлиқлири оттурисида 2019 – йиллиқ һәрбий һәмкарлиқ келишими имзаланған. игилинишичә, бу келишим, өзбекистан билән беларусийә оттурисида қошма һәрбий манивер өткүзүшниму өз ичигә алидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر