өзбекстан билән маарип саһәсидә һәмкарлишиш җәһәттә муһим қәдәм ташланди

өзбекстанниң бухара шәһиригә җайлашқан мир әрәб алий мәдрисәси билән түркийәниң төт универстети арисида һәмкарлишиш келишими имзаланди.

986075
өзбекстан билән маарип саһәсидә һәмкарлишиш җәһәттә муһим қәдәм ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекстан мусулманлири диний идарисиниң тәклипигә бинаән өзбекстанни зийарәт қилған түркийә универстетиниң бәзи мудир вә илаһийатчи пирофессорлиридин тәшкилләнгән һәйәт, тарихий бухара шәһирини екскурсийә қилди.

өзбекстан мусулманлири диний идарисиниң байанатиға асасланғанда, ибни халдун универстети, кастамону универстети, мармара универстети, истанбул универстети, рәҗәп таййип әрдоған универстети, диҗлә универстетиниң мудири вә муавин мудирлири, факултет мудирлири вә оқутқучилиридин тәшкилләнгән һәйәтниң өзбекстанниң мунасивәтлик органлири билән болған учришишлирида, маарип саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш музакирә қилинған. учришиштин кейин, бухарадики мир әрәб алий мәдрисәси билән түркийәниң ибни халдун универстети, истанбул сабаһаттин заим универстети, кастамону универстети вә истанбул универстети оттурисида һәмкарлиқ келишими имзаланған.

келишим бойичә, тәрәпләр оттурисида өзара оқуғучи алмаштуруш, илмий тәтқиқат нәтиҗилирини тәдбиқлаш, оқутқучиларниң билим ашуруш, билим вә илмий материйалларни өзара алмаштуруш, конферанс вә башқа паалийәтләр әмәлгә ашурулидикән.

түркийә һәйити сәмәрқәндтә имам бухари қәбрисиниму зийарәт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر